Америка малийә министири синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә үндәйду
2005.10.10
Америка малийә министири җон синов, дүшәнбә күни японийигә йетип келип, хитайни өз ичигә алған шәрқий асия әллиридики зияритини башлиди. Җон синов японийидики зияритидин кейин хитайниң шаңхәй, чеңду, вә бейҗиң қатарлиқ шәһәрлирини зиярәт қилиду.
Җон синов, асиядики сәпирини башлаш алдида җүмә күни хитайни йәнә бир қетим хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә чақирди.
Хәлқ пулиниң қиммити хитайниң бу йил 6 - айда хәлқ пули қиммитини аз миқтарда өстүргәнликини һесабқа алмиғанда, америка - хитай оттурисидики сода ихтилапиниң мәнбәәси һесаблиниду.
Америка хитайни хәлқ пулиниң қиммитини чүшүрүп, хитай товарлириниң експортини көпәйтиш, америкиниң содидики қизил рәқимини пәйда қилиш, америкида ишсизларниң көпийишини кәлтүрүп чиқириш билән әйиблимәктә.
Америка хитай билән тоқулма буюмлар експорт мәсилиси бойичә 5 қетим сөһбәт елип барған болсиму, әмма келишим һасил қилалмиди.
Җон синов, хитайниң хәлқ пули қиммитини аз миқтарда өстүрүш һәрикитини "муһим бир қәдәм," дәп тәкитлигән болсиму, әмма хитайниң бу йолда илгирлигән қәдәмләр бесишиға тоғра келидиғанлиқини әскәртмәктә. Җон синов "хәлқ пулиниң өз қиммитини базар арқилқ тәңшәшкә йол қоюш керәк," дәйду.
Җон синов, бейҗиңда 20 дөләт гуруһиниң малийә вә мәркизи банка башлиқлар йиғиниға қатнишидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә әмәлдарлири хитай пулиниң тегишиш қиммити мәсилисигә җиддий қаримақта
- Роберт зойлик: хитайда бир партийә диктаторлиқи узунға бармайду
- Америка хәлқ пули сиясити тоғрисида хитайға бесим ишлитишни күчәйтти
- Америка уруш парахоти хитай деңиз портини зиярәт қилди
- Доналд рамисфилд өктәбирдә бейҗиңни зиярәт қилмақчи