Америка палата әзалири хитайға хәлқ пули қиммитини тәңшәш һәққидә бесим ишләтти


2006.03.20

Америка дөләт мәҗлиси әзалиридин чарлиз шумер вә линдсей грәһәмләр дүшәнбә күни хитайдики зияритини башлиди. Улар бу қетим хитай һөкүмитигә, хәлқ пулиниң америка доллири билән болған тегишиш нисбитигә тутқан сияситини өзгәртиш тоғрисида бесим ишләтмәкчи һәмдә хитай әгәр бундақ қилмиса америка хитайға тегишлик иқтисадий җаза қолланмақчи.

Америкиниң кеңәш палата әзаси чарлиз шумер вә линдсей грәһәм, хитай һөкүмитиниң чоқум хәлқ пулиниң қиммитигә қайта баһа бериши керәкликини, болмиса америка дөләт мәҗлисиниң 31‏- март күни хитай маллириға җаза сүпитидә 5%.27 Таможна беҗи қоюш үчүн беләт ташлаш паалийити елип баридиғанлиқини билдүрди.

Чарлиз шумер бу қетимқи сәпиридә бейҗиң, шаңхәй вә хоңкоңни зиярәт қилип, хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән сөһбәтлишидиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, улар пул мәсилисидин башқа йәнә, хитайниң сода сиясити вә әқлий мүлүк һоқуқи мәсилилиридиму музакирилишидикән.

Америка һөкүмити хелидин бери хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини қәстән төвән тутивелиш арқилиқ хитай маллирини хәлқара базарда баравәрсиз һалда үстүнлүккә ериштүрүватқанлиқини әйибләп кәлгән иди. Нөвәттә америкиниң бу һәқтики тәнқиди барғансери күчәймәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.