Америка кеңәш палата әзалири пул мәсилисидә хитайни конкрет қәдәм бесишқа чақирди


2006.03.24

Хитай маллириға баҗ қоюш тоғрисида қанун чиқириш тәклип лайиһиси сунидиғанлиқини билдүргән америка кеңәш палата әзалири линдсәй грам билән чарлиз шумирлар, җүмә күни хитайда елип барған зияритини ахирлаштурғандин кейин, хитай һөкүмити пул қиммитини контрол қилиштин ваз кәчмигичә қанун тәклип лайиһиси сунуштин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, линдсәй грам билән чарлиз шумир җүмә күни шаңхәйдин айрилиш алдида мухбирларға әскәртип, әгәр хитай пул мәсилисидә қәдәм атмиғичә, хитайниң америкиға експорт қилған товарлириға 5.27 Пирсәнт баҗ қоюш тоғрисида қанун тәклип лайиһиси сунуштин ваз кәчмәймиз, дәп көрсәтти. Америка сода санаәтчилириниң әскәртишичә, хәлқ пулиниң һазирқи қиммити униң базардики һәқиқи қиммитигә қариғанда 40 пирсәнт әрзан. Бу хитай товарлириниң експортида қанунсиз риқабәт муһити яритип, америкиниң хитай билән болған содида өткән йили 167 милярд доллар пассип баланисини кәлтүрүп чиқарған.

Шумир, хитай мәркизи банка башлиқи җав шявчүән, муавин баш министир ву йилар билән сөһбәт елип барғандин кейин җүмә күни шаңхәйдә, хитайниң пул қиммитини тәңшәшкә даир " биз конкрет бир пиланни көрмигичә қанун чиқириш нийитидин ваз кәчмәймиз " деди. Шумир билән граһамларниң пилани бойичә болса қанун лайиһиси 31 - март күни америка кеңәш палатасида авазға қоюлуши керәк.

Хитай һөкүмити өткән йили 7 - айда хәлқ пулиниң қиммитини 1.2 Пирсәнт өстүргән. Хитай даирилири хәлқ пулиниң қиммитини базар арқилиқ тәңшәш пилани барлиқини билдүрсиму, лекин улар бу пиланни дәрһал йолға қоюш пул -муамилә базирида қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқириду, дәп көрсәтмәктә.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.