Икки америка кеңәш палата әзаси җуңгони пул мәсилисини сентәбирдә авазға қойимиз, дәп агаһландурди
2006.07.28
Америка кеңәш палатасиниң йүз абройи чоң әзалиридин чарлиз шумир билән линдсей граһамлар, әгәр җуңго һөкүмити бу йил 9- айниң 30 - күнигичә хәлқ пулини әркин қоюветиш йолиға қарап маңмиса, америкиға киридиған хитай маллириға баҗ қоюш тоғрисидики қанун тәклип лайиһисини кеңәш палатасида авазға қойимиз, дәп агаһландурди.
Шумир билән граһам бу агаһландурушни америка малийә министири һенрй паулсон билән көрүшкәндин кейин елан қилди. Лекин паулсон, кеңәш палата әзалириға америка һөкүмитиниң җуңго даирилириға пулниң қиммитини әркин қоюветиш тоғрисида бесим ишлитидиғанлиқини билдүргән.
Америка сода санаәт саһәси җуңго пулиниң һазирқи тәннәрқи униң базардики қиммитигә селиштурғанда 40 % төвән вә бу хитай маллириниң америка базириға киришини қолайлаштуруп, адаләтсиз риқабәтни кәлтүрүп чиқармақта, дәп қаримақта. Шумир билән грам америка малийә министири һенри паулсонға әгәр -30 сентәбиргичә конкирит нәтиҗә аламиса, "қанун тәклип лайиһисини авазға қойимиз,"дәп тәкитлигән.
Шумир билән граһам бу йилниң башлири хитайни зиярәт қилип, җуңго даирилири билән көрүшкәндин кейин хитай пулиниң қиммити пат йеқинда өзгүрүдиғанлиқиға үмид билән қарайдиғанлиқини җакалиған. Хитай, җуңго пулиниң қиммитини долларға нисбәт билән бир йилниң алдида 1.2 Пирсәнт чүшүргән, лекин шуниңдин кейинки бир йил җәрянида җуңго пулиниң долларға нисбәтән қиммити 5.1 Пирсәнт өсүп болди. Шумир, "җуңгони зиярәт қилғандин кейин пулда һичқандақ өзгүрүш болмиғанлиқидин чоңқур әпсусландуқ," дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палата әзалири пул мәсилисидә хитайни конкрет қәдәм бесишқа чақирди
- Америка палата әзалири хитайға хәлқ пули қиммитини тәңшәш һәққидә бесим ишләтти
- Бир хәлқ қурултийи вәкили хитай пулиниң үстидики мав зидуң рәсимини еливетиш тәклипи бәрди
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини өстүрди
- Дунядики 7 чоң бай дөләт хитайни хәлқ пулини әркин қоюшқа чақирди