Америка малийә министири хәлқ пули һәққидә хитайға йәнә бесим ишләтти


2005.10.16

Хитайда өткүзүлгән 20 дөләт хәлқара министирлар йиғиниға қатнишиватқан америка малийә министири җон снов хитай әмәлдарлири билән сөһбәт башлап, америка ширкәтлириниң хитай базириға киришини қандақ илгири сүрүш мәсилисидә кеңәшмәктә. Бу сөһбәтниң асаслиқ нуқтиси йәнә, хитайни хәлқ пулини тәңшәшкә үндәшкә мәркәзлишиду.

Икки тәрәп оттурисидики бу сөһбәт, 20 дөләт сөһбити ахирлашқандин кейин башланған болуп, буниңға җон сновдин башқа йәнә, америка федерал хәзинә комитетиниң рәиси грин спәнму қатнашти. Нөвәттә сиясий анализчилар, бу қетим америка әмәлдарлириниң хитайға хәлқ пулини тәңшәш һәққидә бир қәдәр күчлүк бесим ишлитидиғанлиқини пәрәз қилишмақта.

20 Дөләт малийә министирлар йиғини йәкшәнбә күни ахирлашқандин кейин, бирләшмә баянат елан қилинди. Баянатта асаслиқи, йеңи тәдбирләр билән намратчилиқни азайтиш, әркин содини илгири сүрүш вә дуня иқтисадиниң муқимлиқини сақлаш қатарлиқ мәзмунлар оттуриға қоюлди.

Бейҗиң даирилири гәрчә америкиниң бесими билән бу йил 7 -айда хәлқ пулиниң қиммитини 2.1% Өстүргән болсиму, лекин америка һөкүмити буниң техи йетәрлик әмәсликини, әмәлийәттә хитай хәлқ пулини аз дегәндә 30% төвән контрол қиливалғанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.