Һиндистанда кәң көләмлик намайиш болди
2007.10.28
Һиндистандики кәмбәғәл деһқанларниң 30 күн пиядә йол меңип, һөкүмәттин йәр тәқсим қилип бериш вә йәр ислаһат елип беришни тәләп қилип уюштурған намайишиға қатнашқанларниң сани үзлүксиз көпийип, намайишчилар йәкшәнбә күни пайтәхт йеңи деһлиға йетип келип топланғанда уларниң сани 25 миңдин ашқан.
Ройтерс агентлиқиниң учурлириға асасланғанда, намайишчилар 325 километир йолни пиядә басқан болуп, намайишчилар һиндистан баш министири билән көрүшүшни тәләп қилған.
Намайишчилар һөкүмәтниң бир йәр ислаһати комитети қуруп, йәр ислаһатини қәтий елип беришни, узундин буян һәл болмай келиватқан йәр делосини бир тәрәп қилишни тәләп қилған. Шуниң билән бир вақитта йәнә деһқанларниң йәр мәсилиси, кәмбәғәлчилик вә башқа мәсилилиридин пайдиланған мавчилар дәп аталған коммунистлар қораллиқ гуруппиларни тәшкилләп һөкүмәт әскәрлири билән көп қетим тоқунушқан иди. Мавчиларму йәр ислаһати мәсилисини көтүрүп чиқип, кәмбәғәл деһқанларни қолиға қорал елип һөкүмәткә қарши турушқа күшкүрткән болсиму, бирақ кәң қоллашқа еришәлмигән икән.
25 Миң кишилик намайишчиларниң рәһбәрлири һиндистандики һакимийәт бешидики партийә рәһбири суния гәнди билән көрүшкән, улар 2-өктәбир күни һиндистан мустәқиллиқ күни йәни сабиқ һиндистан рәһбири гәндиниң туғулған күни йеңи деһлида чоң көләмдә намайиш характерлиқ хатириләш елип баридикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң демократийә рәһбири ли җумиң хәлқара җәмийәтни олимпик мәзгилидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай һиндистандики әлчиханисиниң һуҗумға учришини далай ламаға артти
- Бермадики һәрбий һакимийәткә қарши дуня ниң һәрқайси дөләтлиридә кәң көләмлик намайишлар өткүзүлмәктә
- Берма һәрбий һөкүмити б д т хизмәтчилириниң уруқ - туғқанлирини қолға алған
- Б д т , берма һөкүмитидин қилмшидин һесабат беришни тәләп қилди
- Рабийә қадир ханим лондондики паалийәтлирини башливәтти
- Б д т алаһидә әлчиси бирма һөкүмитини намайишни бастурмаслиққа чақирди
- Шәрқий җәнубий асия иттипақи бермини әйиблиди, лекин хитай әйибләшни рәт қилди
- Берма һәрбий һөкүмити намайиш қилған хәлққә оқ чиқарди
- Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта