Хитай билән һиндистан бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә


2007.12.20

Хитай билән һиндистан, тунҗи қетим икки дөләтниң қуруқлуқ армийә бирләшмә һәрбий маневири өткүзмәктә.

Хитайниң асаслиқ мәтбуатлиридин бири болған шинхуа агентлиқи пәйшәнбә күни, 9 күн давамлишидиған мәзкур маневирниң террорчилиққа зәрбә беришни мәқсәт қилған бир маневир икәнлики, шуниңдәк маневирниң икки дөләт мунасивитини яхшилашта болупму армийәләр оттурсидики ишәнчиниң күчийишидә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүргән.

Һиндистан баш министири манмохан сиң билән хитай баш министири вен җябав өткән ай сингапорда учришип, бу қетимқи бирләшмә маневирини өткүзүшни қарар қилған.

Хитай билән һиндистан оттурсидики чегриниң узунлуқи 4500 километир болуп, икки дөләтниң чегра талишиш ихтилаплири түпәйли 1962 ‏- йили чегра уруши мәйданға кәлгән иди.

90 ‏- Йиллардин буян икки дөләт мунасивити яхшилинишқа қарап йүзлинишкә, болупму сода мунасивити тәрәққи қилишқа башлиди. Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқиниң баянатчиси, икки дөләтниң иккинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневириниң 2008 ‏- йили өткүзүлидиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.