Хитайниң һәрбий тәйярлиқи асиядики муқимсизлиқ амили дәп қаралмақта
2005.02.14
Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, америка билән японийә хитайниң һәрбий һазирлиқини күчәйтишини вә шундақла шималий корийиниң ядро тәрәққиятини асия-тинч окяндики муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқиридиған амиллар дәп қарайдикән.
Хәвәргә қариғанда, америка вә японийә һөкүмити 19 - фиврал күни икки дөләт " бихәтәрликкә капаләтлик қилиш кеңәш комитети" ниң йиғинини ечип, "ортақ истратегийилик нишан" ни бәлгиләп чиқидикән.
Буниңда, "хитайниң һәрбий һазирлиқни күчәйтиши" вә "шималий корийиниң ядро қоралларни тәрәққи қилдуруши" асия- тинч окян бихәтәрликигә тәсир йәткүзиватқан амиллар қатарида оттуриға қоюлидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, икки дөләт әмәлдарлири йиғинда йәнә, японийидә турушлуқ америка армийисини қайтидин қандақ орунлаштурушниму музакирә қилидикән. (Арзу)