Нигерийә партизанлири хитай ширкәтлирини агаһландурди


2006.05.01

Шәнбә күни нигерийиниң нефит чиқириш районида бир партлитиш һәрикити елип барған партизанлар, районда мәбләғ салған хитай һөкүмити вә хитай карханичилирини агаһландуруп, бундин кейин райондики хитай карханичилири вә һөкүмәт хадимлирини "оғрилар" дәп қарап, уларни һуҗум нишани қилидиғанлиқини билдүрди.

Өткән һәптә африқа дөләтлиридә зиярәттә болған хитай дөләт рәиси хуҗинтав өткән чаршәнбә күни негирийә президенти абасанҗу билән нефит қидириш қатарлиқ бирнәччә сода келишимлиригә қол қойған иди.

Нигерийә делтисини қутқузуш һәрикитиниң баянатчиси хәвәр агентлиқлириға әвәткән баянатида, шәнбә күндики машина партлитиш вәқәсиниң ахирқи агаһландуруш икәнликини, райондики партизанларниң бундин кейин, нефит ишчилири, нефит ишләпчиқириш қурулушлири, райондики көрүк вә районда паалийәт елип бериватқан нефит ширкәтлириниң идарилирини һуҗум нишани қилидиғанлиқини билдүрди.

Партизанларниң баянатида, болупму районда паалийәт елип бериватқан хитай ширкәтлири вә хитай ишчилири қаттиқ тәнқид қилинған һәмдә биз хитай һөкүмитини вә хитай нефит ширкәтлирини нигерийә делтисини бошутуш тоғрисида агаһландуримиз. Райондики нефит қурулушлирида қалидиған хитай ишлирини оғри дәп қараймиз. Хитай һөкүмити оғриланған нефитгә мәбләғ селиш арқилиқ, өзиниң пуқралирини бизрниң һуҗум нишанимизға айландурмақта, дегән.

Нигерийә делтиси қутқузуш һәрикити, районда йүз бәргән нурғунлиған партлитиш һәрикәтлириниң мәсулийитини өз үстигә алған иди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.