Америка хитайни африқида "иҗабий рол" ойнашқа чақирди
2006.11.03
Хитай - африқа мунбириниң йиғини бейҗиңда ечиливатқан бир чағда америка хитайни африқиниң тәрәққиятида " иҗабий рол" ойнашқа чақирди. Америка ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси сен мәккормак, " биз хитайниң африқа иқтисади-сиясий тәрәққиятида иҗабий рол ойнишини сораймиз " дәп көрсәтти.
Хитай муавин баш министири ву йий, хитай - африқа мунбирини йеңи әсирдики риқабәткә қарши қурулған зор истратегийилик тәдбир,дәп тәкитлигән.Лекин хитайниң нефит - кан байлиқи, африқа базирини игиләш пилани талаш - тартиш қозғимақта. Кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилати хитайни нефит үчүн зимбабуви вә суданларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз юммақта , дәп әйиблиди.
Дуня банкиси хитайниң қәрз пули африқида хиянәтчиликни вә африқа дөләтлириниң қәрзини техиму еғирлаштуруветиду, дәп агаһландурмақта. Африқидики ишчилар уюшмилири хитай ширкәтлириниң африқа ишчилириға тутқан муамилисини вә хитай маллириниң африқа базирини игиливалғанлиқини әйиблигән.
Лекин хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси лю җйәнчав бейҗиңниң африқа сияситини ақлап," бизниң принсипимиз - сиясий сестимимиз, тәрәққият йолимиз, қиммәт қаришимиз вә идиологийимизни башқиларға теңиш әмәс " дәйду. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайни суданниң нефитини дәп " дарфурда йүз бериватқан қирғинчилиққа сүкүт қилмаслиққа" чақирди. Бу қетимқи йиғинда хитай африқа дөләтлири билән бир қатар келишимләр имзалиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня банкиси африқа дөләтлиригә қәрз бериш мәсилисидә хитайниң банкилирини әйиблиди
- Америка хитайни суданға бесим ишлитишкә чақирди
- Замбийә президент кандидатиниң қилған сөзи хитайниң африқа стратегийисидә җиддий өзгүрүш пәйда қилмақта
- Хитай җәнубий африқиға екиспорт қилидиған тоқумичилиқ мәһсулатлирини қисқартидиғанлиқини билдүрди
- Вен җябав җәнубий африқини зиярәт қилди