Америка хитайни судан мәсилисидә техиму актип болушқа чақирди


2007.02.09

Хитай дөләт рәиси ху җинтав африқа әллирини зиярәт қиливатқан бир мәзгилдә, америка президентиниң судан мәсилиси буйичә алаһидә әлчиси андрио натшиос, хитай даирилирини дарфур районидики кризисни һәл қилишта техиму актип тәдбир қоллинишқа чақирди.

Натсиос пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида, хитайниң судандики иқтисади мәблиғи хитайни дарфур районидики кризисни бир тәрәп қилишта сәл қариғили болмайдиған тәсир күчгә игә қилмақта, дәп көрсәтти. Натшиосниң әскәртишичә, у хитайларға хәлқара җәмийәтниң дарфур мәсилисидә бейҗиң билән һәмкарлишиш арзуси барлиқини йәткүзгән. У, өткән һәптә бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай даирилирини дарфур мәсилисидә техиму көп тиришчанлиқ көрситишкә үндигән иди.

Йиғинда авам палата хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси там лантос, америка суданниң рухситини алмай турупму дарфур райониға б д т қисимлирини киргүзүш мумкинчилики үстидә ойлап көрүши керәк, деди. Нөвәттә хитай дөләт рәиси ху җинтав 10 күнлүк африқа сәпириниң ахирқи бекити сейшелни зиярәт қилишқа башлиди. У, бу сәпиридә суданни зиярәт қилған шундақла судан президенти әл - башир билән дарфур мәсилисини музакирә қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.