Ефиопийидики хитай тутқунлири қоюп берилди
2007.04.29
Алдинқи һәптидә ефиопийидики "огаден миллий азадлиқ фронти" дәп аталған тәшкилатниң бу дөләттики бир хитай игидарчилиқидики нефитликкә қилған һуҗумлири җәрянида қолға елинған йәттә нәпәр хитай пуқраси йәкшәнбә күни қоюп берилгән.
Хәвәрләргә қариғанда, огаден миллий азадлиқ фронтиниң лондондики баянатчиси абдурахман мәһди мәзкур йәттә нәпәр хитайниң азадлиқ фронти тәрипидин хәлқара қизил кирсит җәмийитигә тапшуруп берилгәнлики, уларниң һечқандақ зиянкәшликкә учримиғанлиқини билдүргән.
Өткән сәйшәнбә күни ефиопийиниң оттура қисимиға җайлашқан хитай игидарчилиқидики нефитликкә қилинған һуҗумда тоққуз нәпәр хитай вә 65 нәпәр ефиопийилик өлтүрүлгән болуп, мәзкур йәттә нәпәр хитай пуқраси шу чағда тутқун қилинған икән.
Ефиопийиниң оттура қисими йәни сомали билән чегрилинидиған огаден районидики мәзкур миллий азадлиқ фронти 1980-йиллардин буян бу районниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатқан болуп, улар мәзкур районда нефитлик ечиватқан хитай вә башқа дөләт ширкәтлириниң өзлириниң йәр асти байлиқлирини ачмаслиқини агаһландурған. Уларниң қаришичә, бу байлиқлар шу җайдики йәрлик хәлқләргә мәнсуп болуп, бу йәрдики сомали миллити өз тәқдирини өзлири һәл қилиши лазим икән. 9 Нәпәр хитай пуқрасиниң җәсити 24-април күни хитайға қайтуруп келингән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, ефиопийәдә йүз бәргән вәқәниң африқиға мәбләғ селишниң алдини тосуп қалалмайдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң африқида мәнпәәткә еришиш үчүн төлигән бәдәллири барғанчә еғирлашмақта
- Хитай билән судан һәрбий һәмкарлиқини барғансири күчәйтмәктә
- Буш иранниң әнгилийә тутқунлирини қоюп беришни тәләп қилди
- Кондализа райис хитай һөкүмитиниң суданға дарур мәсилисидә бесим ишлитишни тәләп қилди