Хәлқара тәшкилатлар хитайниң африқида йүргүзүватқан сияситини қаттиқ тәнқидлиди
2007.05.15
Хәлқ ичидики вә шундақла хәлқарадики көплигән муһитни қоғдаш тәшкилатлири хитайниң африқиға қолланған сияситигә наразилиқ билдүрүп, хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқидлимәктә һәмдә хәлқара җәмийәтни хитайниң африқида өз мәнпәәтини көздә тутуп, мәзкур җайниң муһитиға зор бузғунчилиқ қиливатқанлиқиға диққәт қилишқа чақирди.
Мәркизи америка калифорнийә штатидики хәлқара дәря -еқин ишлириға мәсул тәшкилат дүшәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң суданда су амбири қурмақчи болуватқанлиқиға қарши икәнликини билдүрди. Мәзкур тәшкилатниң билдүрүшичә, хитайниң су амбири қуруш пилани түпәйлидин, мәзкур җайдики 70 миңдин артуқ хәлқ қумлуққа қарап йүткилишкә мәҗбур болған. Қарши чиққучилар судан һөкүмити тәрипидин қураллиқ бастурулған.
Хәлқара дәря -еқин ишлириға мәсул тәшкилатниң иҗраийә рәиси пәчүк майкел әпәнди " хитай һөкүмити һазир бир қисим ғәрб дөләтлириниң 50 -, 60 - вә 70 - йилларда қилған қилмишлирини тәкрарлимақта. Демәк улар һазир африқиға нурғун мәбләғ әкириш арқилиқ, мәзкур җайниң тәбиий байлиқ мәнбәсигә игә болмақчи, лекин адәмни ечиндуридиғини, улар һазир өз мәнпәәти үчүн, мәзкур җайда нурғунлиған асасий қурулушларни көпәйтишкә башлиди.
Бундақ қилиш мәзкур җайниң екологийилик муһитини вәйран қилипла қалмай,хәлқниң мәнпәәтигиму зор зиян елип кәлди" дәп билдүрди. У сөзидә йәнә " әгәр хитай ширкәтлири өзлириниң африқидики бу хил қилмишлирини тохтатмайдикән, узун өтмәй, хәлқниң наразилиқи вә өчмәнлики түпәйли, хитайниң образиму пүтүнләй йоқ болиду" дәп көрсәтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: 'хитай билән русийә дарфур қорал-ярақ имбаргосиға хилаплиқ қилди'
- Ефиопийидики хитай тутқунлири қоюп берилди
- Хитай, ефиопийәдә йүз бәргән вәқәниң африқиға мәбләғ селишниң алдини тосуп қалалмайдиғанлиқини билдүрди
- Хитайниң африқида мәнпәәткә еришиш үчүн төлигән бәдәллири барғанчә еғирлашмақта
- Хитай билән судан һәрбий һәмкарлиқини барғансири күчәйтмәктә
- Кондализа райис хитай һөкүмитиниң суданға дарур мәсилисидә бесим ишлитишни тәләп қилди
- Америка хитайни судан мәсилисидә техиму актип болушқа чақирди
- Ху җинтавниң африқа зиярити җиддий инкас қозғимақта