Германийә хитайниң африқа сияситини тәнқид қилди


2007.05.19

Германийә малийә министири пийәр штайин бурук, шәнбә күни хитай һөкүмитиниң африқа дөләтлирини қәрз билән тәминләш сияситини тәнқид қилип, хитай һөкүмитиниң бу сиясити африқа дөләтлирини йәнә бир қәрз кризиси гирдавиға елип бариду, дәп агаһландурди.

Штайин бурук, дунядики санаәтләшкән 8 дөләт малийә минстирлириниң германийиниң потсдам шәһиридә өткүзгән учришишида қилған сөзидә,"хитай һөкүмитиниң африқидики тәбиий байлиқ мәнбәлиригә болған қизиқишиниң күнсири көпийватқанлиқини күрүватимиз. Лекин хитайниң африқа дөләтлирини қәрз билән тәминләш арқилиқ еришмәкчи болған мәқисиди, бизниңки тәдбирлиримиздин пүтүнләй пәрқлиқ", дегән.

Германийә малийә министири, йеқинда тәрәққий қиливатқан 20 дөләтниң қатнишиши билән өткүзүлмәкчи болған хәлқ- аралиқ йеғинда һәр қайси дөләтләрниң африқиға қаритилидиған қәрз сиясәтлириниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, бу йеғинниң мәқсиди африқа дөләтлириниң йәнә бир қәрз киризисигә дуч келишиниң алдини елиштин ибарәт икән.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеғинниң һарписида тәйярланған бир доклатта, германийә, хитай һөкүмитиниң африқа дөләтлиригә пулларниң қайси йәргә ишлитилидиғанлиқини һәмдә бу пулларниң қайтип келип -кәлмәйдиғанлиқини тәкшүрмәй туруп, қәрз пул бериватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилған. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.