Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
2007.05.23
Америка билән хитай оттурисидики иккинчи қетимлиқ юқири дәриҗилик истратегийилик иқтисадий диалог 22 - май күни вашингтонда башланған иди. Хоңкоң учур вастилириниң баян қилишичә, хитайниң муавин баш министири вуйи ханим , малийә министири, мәркизи банкиниң башлиқи қатарлиқ 160 нәччә кишилик өмәкни башлап америкиға кәлгән.
Бу қетимқи диалогда америкиниң малийә министири павлсун әпәнди сода тәңпуңлиқи, хитай пулиниң привот нисбити, хитайда ислаһатни тезлитиш, хитайниң пул-муамилә базири, електронлуқ учур базири вә сода, һава йоллириниң хәлқараға ечиветилиши, бихәтәрлик һәмкарлиқи, муһитни асраш вә техника йеңилиқи, әқлий мүлүкни қоғдаш қатарлиқ 10 ноқтини оттуриға қойғанда, хитайниң муавин баш миниситири вуйи ханим хитай пулиниң привот нисбитини, әқлий мүлүкни қоғдаш, пул-муамилә мулазимити қатарлиқ бир нәччә мәсилидә каҗлиқ билән муназирә қилған.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу қетим америкида өткүзүлгән иккинчи қетимлиқ америка-хитай истратегийилик иқтисадий диалоги 23 - май күни ахирлашқанда, гәрчә пул -муамилә, енергийә, муһит асраш, һава йоллири җәһәтләрдә 'узун мусапилиқ келишим' түзүлүп бәзи илгириләш болған болсиму, әмма хитай пулиниң привот нисбити қатарлиқ қейин мәсилиләр йәнила мәвҗут.(Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һазир америка парахотлириға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулдиған бомба тәрәққи қилдурмақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди
- японийә, америка, һиндистан бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзди
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди
- Корла нәшпүти америкиниң екиспорт өлчимидин өтти