Америка-хитай истратегийилик сөһбәтлири аяғлашти
2007.06.23
Төтинчи нөвәтлик америка- хитай истратегийилик сөһбтиигә қатнашқан хитай ярдәмчи ташқи ишлар минситири дае беңго җүмә күни айрим -арим һалда америка ташқи ишлар минситири кондализа райс вә миллий бихәтәрлик кеңишиниң рәиси стефан һадли билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири, хәлқара вә район характерлик мәсилиләрдә пикир алмаштурди.
Чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири вашнгтоинда өткүзүлгән америка- хитай истратегийилик сөһбәтлиридә хитай вәкилләр өмикигә риясәтчилик қилған дае беңго, мухбирларға бәргән баянатида, йеқинқи йиллардин бери хитай-америка мунасивәтлириниң көп тәрәққий қилғанлиқини, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң техиму тәрәққи қилиши үчүн, һәр икки тәрәпниң өз-ара истратегийилик ишәнч турғузуш үчүн, икки дөләтниң бирдәк күч чиқириши керәкликини тәкитлиди.
Тәйвән мәсилсини мувапиқ бир тәрәп қилиш үчүн, икки тәрәпниң мәсулийәтчанлиқ билән һәрикәт қилиши керәкликини билдүргән хитай ташқи ишлар ярдәмчи минситири, буниң һәм икки дөләт мунаисвәтлириниң тәрәққияти үчүн һәм дуня тинчлиқи үчүн муһим икәнликини тәкитлигән.
Хәвәрләргә қариғанда, америка- хитай истратегийилик сөһбәтлири җәрянида, америка тәрәп, америка һөкүмитиниң бир җоңгу сияситидә һечқандақ өзгирш йүз бәрмигәнликини тәкитлигән.
Америка ташқи ишлар минстирлиқи тәрипидин бу мунасивәт билән елан қилинған баянатта, сөһбәтләр җәрянида кишилик һоқуқ , иран, шималий корийә вә дарфур қатарлиқ мәсилиләрниңму музакирә қилинғанлиқи билдүрүлгән.(Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайға илғар техник експорт үстидики контроллуқини күчәйтти
- Америка кеңәш палата әзалири хитайға қарши қанун лайиһиси сунди
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пүтүн дуняда бала ишләмчи ишлитишни тәлтөкүс йоқ қилишқа чақириқ қилди
- Русийә хитай маллириға болған контроллуқни күчәйтти
- явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
- Қанун чиқарғучилар америка - хитай иқтисади сөһбитиниң нәтиҗисигә тәнқиди позитсийә тутти
- Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Хитай, сант лукиа билән тәйвәнниң дипломатик мунасивәт орнитиш пиланини әйиблиди
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди