Америка дуня сода тәшкилати хитайдин нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишни тәләп қилди
2007.08.14
Дүшәнбә күни америка дуня сода тәшкилатидин хитайни нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишқа қисташни тәләп қилди.
Бир йилға йәтмигән вақит ичидә америка хитай сода мунасивитидики әқлий мүлүк һоқоқи һәмдә нәшир һоқуқини өз ичигә алған мәсилиләрдә туғулған ихтилапларни һәл қилишта үч қетим дуня сода тәшкилатиға әрз сунған.
Франсийә ахбаратиниң бу һәқтики хәвиридә америкиниң дуня сода тәшкилатидики вәкилиниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә , "хитайниң қануни қанунсиз көчүрүп тарқатқучиларға йол ечип бәрмәктә. Хитайниң әқлий мүлүк һәмдә нәшир һоқоқиға дәхли қилғанларға берилидиған җаза , һәмдә мәхсус нәшир һоқоқи қанунини йолға қоймиғандин башқа ялған малларниң екиспорт қилинишини тосашқа қаттиқ тәдбир қолланмиғачқа , ялған һәмдә сүпәтсиз хитай маллири давамлиқ башқа әлләргә екиспорт қилинмақта."
Америка дуня сода тәшкилатиниң 31 авғуст ечилидиған өткүр мәсилиләрни бир тәрәп қилиш йиғинида хитайниң һөкүмитиниң нәшир һәмдә әқлий мүлүк һоқоқини қоғдашта җидди тәдбир елиши мәсилисиниң музакиригә қойилишини тәләп қилди.
Әнгилийә б б с радио теливезисиниң хәвиридә ейтилишичә , йәнә хитай дөләт муавин министири вуйи америкиниң бу әйиблишигә наразилиқ билдүргән болсиму әмма көрүлгән мәсилиләргә бәлгилимиләр бойичә тәдбир көридиғанлиқини ипадилигән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка б д т дин, тәйвән хитайниң бир қисими дегән баянатини түзүтишини тәләп қилмақта
- Перу хитайда ясалған 60 тонна оюнчуқта зәһәрлик мадда байқиған
- Буш һөкүмити дөләт мәҗлисиниң хәлқ пули мәсилисидә хитайни чәкләш қануни чиқиришини қоллимиди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Хитай- франсийә ядро келишими кечиктүрүлди
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка кеңәш палатасиниң бир комитети хитай пулиниң қиммитигә қарши қанун лайиһиси мақуллиди
- Америка хитай үстидин дуня сода тәшкилатиға әриз суниду
- Хитай сода-санаәт вәкилләр өмики ташкәнттә паалийәт қилди