Америка диний әркинлик комитети хитайни әйиблиди


2007.09.01

Америка хәлқара диний әркинлик комитети, хитай һөкүмитиниң буддист ламаларни һәмдә католик черкавиниң поплирини тәйнләш тоғрисида чиқарған йеңи бәлгилимилирини қаттиқ әйиблиди.

Америка хәлқара диний әркинлик комитети тәрипидин бу мунасивәт билән җүмә күни елан қилинған бир баянатта, хитай һөкүмити тәрипидин чиқирилған йеңи бәлгилимиләрниң тибәтниң диний даһиси далай ламаниң тәсирини йоқутушни мәқсәт қилғанлиқи әскәртилгән.

Хитай һөкүмитиниң йеңи бәлгилимисидә, һәрқайси диний мәртибиләргә тәйнлинидиған тибәт ламалириниң , дөләтни пүтүнлүкини қоғдаш принсипигә һөрмәт қилиши керәклики тәкитләнгән болуп, бәлгилимидә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан һәрқандақ тәшкилат вә шәхсләрниң дөләтниң ламаларни тәйнләш ишлриға арилишиши чәкләнгән.

Бәзи сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң йиңи бәлгилимиси, далай ламаниң бундин кейин , тибәтниң диний рәһбәрлирини тәйинләш мәсилисигә арилишишиниң алдини елишни һәмдә далай ламаниң өлүмидин кейин, нөвәттә далай ламаниң рһбәрликидә һиндистанда паалийәт елип бериватқан тибәт диний әрбаблириниң йеңи далай ламаниң тәйинлинишидә рол ойнишиға рухсәт бәрмәсликни, мәқсәт қилидикән.

Далай лама 1995‏- йили тибәт буддизимида далай ламадин кейин, әң чоң чоң диний мақам болған пәнчән ламалиқ мақамиға 6 яштики гәндон нейимани тәйинлигән иди. Лекин далай лама нейимани пәнчән ламалиқ мақамиға тәйинлигәндин кейин, узун өтмәй нейима вә униң аилиси из-дирәксиз юқ болуп кәтти.

Гиялтсан норбуни 11‏- пәнчән лама қилип тәйинлигән хитай һөкүмити, нейима вә аилисиниң йошурун бир җайда дөләтниң қоғдиши астида яшаватқанлиқини билдүрмәктә. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.