Демократ партийисиниң әң күчлүк президент намзати дәп қаралған, хеләри клинтон билән хитай оттурисидики мунасивәтләр һазирдинла бузулушқа башлиди
2007.11.24
Хеләри клинтон җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилириниң, униң хитайда ясалған оюнчуқларға қаратқан тәнқидини " төһмәт" дәп көрсәткәнликини қаттиқ әйибләп, президент буш һөкүмитини америкилиқ балиларни қоғдаш үчүн дәрһал, җиддий тәдбир елишқа чақирди.
Хеләри клинтон сәйшәнбә күни бәргән бир баянатида, хитайда ясалған хәтәрлик оюнчуқлар мәсилисидә агаһландуруп, "хитай һөкүмити мушу ай ичидила сүпәт мәсилсии түпәйлидин 750дин артуқ оюнчуқ карханисиниң ишләпчиқириш рухситини бикар қилғанлиқини вә 690 кархана вә ширкәтни, мәһсулатлириниң сүпитини яхшилаш мәсилисидә агаһландурғанлиқини билдүрди һәмдә хитай сүпәт тәкшүрүш идариси бу йилиниң башлирида хитайда ясалған вә сетиливатқан оюнчуқларниң %20 пирсәнтиниң хәтәрлик икәнликини җакарлиди. Бу қобул қилишқа болмайдиған бир әһвал" дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити, пәйшәнбә күни хеләри клинтонниң бу баянатиға җавап қайтуруп, униң хитай оюнчуқлири һәққидики тәнқидини төһмәт вә мәсулийәтсизлик дәп, билдүргән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисигә хитайдин импорт қилинидиған таварларға чегра беҗини юқирилитиш җазаси қоллиниш тәклипи берилди
- Америка атмосфераниң сиртида һәрикәт қилидиған йеңи һәрбий қорал ясимақта
- Хитай - америка келәр ай дора бихәтәрликини башқуруш келишими түзәшни қарар қилди
- Хитайниң америкидики баш әлчиханиси уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш мәсилисигә инкас қайтурди
- Америка вә хитай һәрбий саһәси қизиқ линийилик телефон алақиси келишими түзди
- Америка дөләт мудапиә министири гейтис хитайни зиярәт қилиду
- Нигрипонти: хитай шинҗаң мәсилисигә охшаш сәзгүр темиларда пикир алмаштуруштин қорқмаслиқи керәк
- Германийә билән хитай хакир һуҗуми мәсилисидә җиддий сөзләшмәктә
- Хитай, русийә, һиндистан ташқи ишлар министирлири харбинда сөһбәт өткүзди
- Америка һөкүмити йиллиқ доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди