Америка - хитай иқтисадий истратегийә сөһбити ахирлашти
2007.12.13
Америка билән хитай арисида өткүзүлүватқан 3-қетимлиқ иқтисадий истратегийә сөһбити 13 - декабир күни бейҗиңда ахирлашти. Сөһбәтни америка тәрәптин малийә министири павлсон хитай тәрәптин муавин баш министири вуйи елип барди.
Б б с агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, сөһбәт ахирлашқандин кейин, павлсон билән ву йи мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, икки дөләт иқтисадий мунасивәтлири һәққидики сөһбәтниң хуласиси һәққидә йәкүн чиқирип, "наһайити мувәппәқийәтлик" болғанлиқини тәкитләшти.
Лекин, америка билән хитай арисидики иқтисадий истратегийә сөһбитидә йәнила көплигән мәсилиләрниң һәл болмиғанлиқи көрситилмәктә. Мәсилән, хитай тәрәпниң америкиниң хитай хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммитини тәңшәш сүритини тезлитиш тәлипигә қошулған болсиму, бирақ ениқ санини ейтмиған.
Бу қетим хитай, чәт әл ширкәтлириниң хитай тәвәсидә хәлқ пулини ишлитип зайом елиш вә пай чеки елишиға қошулған. Чәт әл ширкәтлириниң һазир хитайға салған мәблиғини 100 милярд доллардин 300 милярд долларға йәткүзүшкә қошулған һәмдә америка билән болған енергийә вә екологийә мәсилилири бойичә һәмкарлиқни техиму күчәйтишкә қошулған.
Билдүрүшләргә қариғанда, америка тәрәп хитайниң балилар оюнчуқи, йемәк-ичмәк вә бир қисим тоқумчилиқ мәһсулатлири қатарлиқларниң сүпәт өлчимигә қаттиқ чәк қойған болуп, бу әһвал явропа дөләтлиридиму көрүлгән иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай америкидин яңю япрақчиси импорт қилишни тохтатти
- " Хитай америкидин далай лама сәвәбидин өч еливатиду "
- Хитай сүний һәмраһи тартқан ай шари сүритиниң растлиқини тәкитлиди
- Демократ партийисиниң әң күчлүк президент намзати дәп қаралған, хеләри клинтон билән хитай оттурисидики мунасивәтләр һазирдинла бузулушқа башлиди
- Америка дөләт мәҗлисигә хитайдин импорт қилинидиған таварларға чегра беҗини юқирилитиш җазаси қоллиниш тәклипи берилди
- Америка хитайниң җасослуқ паалийәтлирини әйиблиди
- Хитайда намратлар өлчимидин төвән сәвийидики адәм сани һөкүмәт елан қилғандин үч һәссә көп
- Америка малийә министири паулсон хитайни өз пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистиди
- Хитай - америка келәр ай дора бихәтәрликини башқуруш келишими түзәшни қарар қилди
- Хитайниң америкидики баш әлчиханиси уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш мәсилисигә инкас қайтурди