Америка хитайға қаритилған експорт сода чәклимисини күчәйтишкә башлиди
2007.01.26
Хитай һәрбий даирилири йеқинда аләм бошлуқидики бир кона сүни һәмрани етип чүшүрүш синиқи елип барғандин кейин, америка сода даирилири хитайға қаритилған експорт сода чәклимисини күчәйтишкә башлиди.
Америка ярдәмчи сода министири кирстиофир падилла бейҗиңда, бу синақниң хитайға қаритилған експорт сода чәклимисини күчәйтишкә сәвәбчи болғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, "хитайниң сүний һәмраға қарши башқурулидиған бомба синиқи елип бериштики иқтидари вә һәрбий мәқсити хәлқара җәмийәтни әндишигә салған. "
Бу қетимқи синақниң хитай һәрбий тәрәққиятиға охшаш ашкарә елип берилмиғанлиқини тәкитлигән падилла, "бу хәлқара җәмийәттә хитайниң һәрбий күчини күчәйтиштики ғәризи вә муддиасиға қарита чөчиш пәйда қилғанлиқини билдүрди.
Падилланиң әскәртишичә, у бейҗиңдики зиярити җәрянида хитай даирилириға " мана булар америкиниң нимә үчүн хитайға назук техникилик мәһсулатларни експорт қилишта наһайити сәзгүр икәнликиниң сәвәбидур, " дәп чүшәндүргән.
Америка сода министирлики 2006- йили 7 - айда хитайға експорт қилинидиған мәһсулатларни башқурушни күчәйтишни, болупму " һәрбий ишларда ишлитишкә" болидиған бәзи мәһсулатларни ескпорт қилишни чәкләшни оттуриға қойған иди. Хитай даирилири болса америкидин експорт чәклимисини бошаштурушни тәләп қилип кәлмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай 2007 - йилида сода җәһәттә чоң риқабәткә учрайду
- Ню-йоркта хитайчә йемәкликләрни өз ичигә алған бир қисим зиянлиқ йимәкләр чәкләнди
- Хитай - америка иқтисади сөһбитидә асасий ихтилаплар һәл болмиди
- Америка хитайни иқтисадий ислаһат мәсилисидә қаттиқ әйиблиди
- Хитайдики сахта маркилиқ мал америка -хитай сода мунасивитигә еғир тәсир йәткүзмәктә