Қанун чиқарғучилар америка - хитай иқтисади сөһбитиниң нәтиҗисигә тәнқиди позитсийә тутти
2007.05.25
Гәрчә буш һөкүмити бу һәптә вашингтонда өткүзүлгән америка-хитай истиратегийилик иқтисад сөһбитидә илгириләш болғанлиқини вә сөһбәтни иҗабий баһалиған болсиму, лекин бу сөһбәт америка дөләт мәҗлисиниң хитай билән болған содиға тутқан тәнқиди позитсийисини өзгәртәлмиди.
Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң көп санлиқлар рәһбири харрий рейд, пәйшәнбә күни хитай иқтисади вәкилләр өмикиниң башлиқи, муавин баш министир ву йи билән көрүшкәндин кейин, дөләт мәҗлисидә техиму көп әзаларниң, әгәр хитай билән буш һөкүмити хитай - америка содисидики тәңпуңсизлиқни өзгәртишкә тәдбир қолланмиса, дөләт мәҗлиси һәрикәт қоллиниши керәк, дәп қараватқанлиқини билдүрди.
Бу қетимқи сөһбәттә хитай - америка һава йоллири қатнишини кеңәйтиш қатарлиқ бир қатар мәсилиләрдә келишим һасил қилған болсиму, лекин хитай вәкилләр өмики хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә қошулмиди. Хитай тәрәп хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүштә техиму көп вақитқа еһтияҗи барлиқини билдүрмәктә.
Лекин авам палата хам чот комитетиниң рәиси чарлиз рангел, мәзкур комитетниң хитай маллириға импорт чәклимиси қоюш қанун лаһийиси түзүшкә тәйярлиниватқанлиқини билдүргән.
Кеңәш палата әзаси чарлиз шумир, хитай тәрәп содидики тәңпуңсизлиқни тәңшәш йолида һечқандақ һәрикәт қолланмиди, дәп әйиплиди вә қуруқ вәдиләр америка дөләт мәҗлисни әндишидин хали қилалмайдиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
- Хитай һазир америка парахотлириға зәрбә бериш иқтидариға игә башқурулдиған бомба тәрәққи қилдурмақта
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң пул сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзди
- Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси, хитай - америка мунасивәтлири һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди
- Америка тәйвәнниң узун мусапилиқ һуҗум қораллирини тәрәққи қилдурушини қоллимайду
- Америка ташқи ишлар министирлики терорчилиқниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат елан қилди
- японийә, америка, һиндистан бирләшмә деңиз армийә маневири өткүзди
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди