Хитай - америка келәр ай дора бихәтәрликини башқуруш келишими түзәшни қарар қилди


2007.11.08

Җоңгу дөләтлик йимәк ‏- ичмәк вә дора - дәрмәк башқуруш идарисиниң ахбарат баянатчиси пәйшәнбә күни, 12 ‏- айда җоңгу билән америка оттурисида дора бихәтәрликни тәкшүрүш келишими һасил қилинидиғанлиқини билдүрди.

Бу йил яз айлиридин буян, җоңгу мәһсулатлириниң сүпәт мәсилиси, дуня миқясида партлаш характерлик кризисқа учриди. Америка көп қетим хитай маллирида болупму балилар оюнчуқи, йимәк ‏- ичмәк машина чақи қатарлиқ һәр хил мәһсулатларда өлчәмсиз, сүпәтсиз вә зәһәрлик маддилар байқалғанлиқ сәвәплик, йиғивелиш шуниңдәк хитай тәрәпкә қайтуруветиш чарилирини қолланди.

Нөвәттә америка - җоңгу икки тәрәпниң йимәк ‏- ичмәк, дора - дәрмәк бихәтәрлик тәкшүрүш хадимлири ортақ йосунда импорт ‏- експорт башқуруш түзүмини күчәйтиш җәһәттә бирликкә келип, 12 ‏- айда елип берилидиған 3 ‏- қетимлиқ истратегийилик иқтисадий һәмкарлиқ диалоги мәзгилидә келишим түзәшни қарар қилди.

Хитайда ишләнгән балилар оюнчуқида адәм бәдинигә зиянлиқ қоғушун маддиси байқалғандин сирт, зәһәрлик дора вә йимәк ‏- ичмәкләр шуниңдәк чиш пастиси қатарлиқ мәһсулатларниң екиспорт қилиниши нәтиҗисидә зәһәрлиниш һәтта өлүмни мәйданға кәлтүрүш һадисилири йүз бәргән иди. Шундин етибарән хәлқара сода базирида кишиләрдә хитай мәһсулатлириға қарита бир хил ишәнчисизлик мәйданға кәлди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.