Хоңкоң содигәрлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңиниң "қурбани болуш"тин әнсирәйду


2007.08.15

Америкида 8 ‏- айниң 15 ‏- күни хитайда ишләнгән оюнчуқларни йиғивелиш һәққидә йәнә бир қетим елан чиқирилғандин кейин, хоңкоң тиҗарәтчиләр бирләшмиси америка билән хитай оттурисида йүз бәргән сода җеңидә, хоңкоң содигәрлири "қурбан қилиниш" тин әндишә қилидиғанлиқини ипадилиди.

Хоңкоң тиҗарәтчиләр бирләшмисиниң башлиқи, өзиму оюнчуқ ишләшкә мәбләғ салған ли шюхең әпәндиниң мәркизий агентлиқиға баян қилишичә, хитайда америкиға оюнчуқ екиспорт қиливатқан 80 ширкәт бар. Америка тәрәп йиғивелиш һәққидә елан чиқарған 18 милйон оюнчуқ үчүн ишлитилгән магнит вә сир тәркибидики зәһәрлик мадда өлчәмдин юқири.

Чоң қуруқлуқта хоңкоң содигәрлиридин алди билән импорт қилинидиған материяллар үчүн нәқ пул тапшурушни тәләп қилип кәлгән иди. Һазирқи сода җеңидә, һесабат йәнә хоңкоң содигәрлириниң зийиниға болуп қелиштин сақлиниш керәк. Униң ейтишичә, хоңкоң содигәрлири америка-хитай оттурисидики сода җеңиниң мурәссә билән һәл қилинишини үмид қилмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.