Хитай билән америка кишилик һоқуқ сөһбитини қайтидин әслигә кәлтүрмәкчи
2008.02.26
Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң хәвиридә көрситишичә, йеқинқи күнләрдә бейҗиңда зиярәттә болуватқан америка ташқи ишлар министири кандилиза райис билән хитай ташқи ишлар министири яң җиечи көрүшүш җәрянида,америка билән хитай арисида төт йилдин буян үзүлүп қалған кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш һәққидә сөһбәттә болған. Хитай билән америка 1990- йилидин башлап кишилик һоқуқ сөһбитини қәрәлсиз елип беришқа пүтүшкән иди.
Әмма җорҗ буш һөкүмитиниң 2002 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ тәкшүрүш гурупписини хитайға киргүзүлмигәнлики сәвәблик хитайни әйиблиши билән, икки дөләт оттурисидики сөһбәттә ихтилап пәйда болған вә хитай 2004 - йили америка билән кишилик һоқуқ сөһбитини үзди.
Б б с ниң хәвиридә тәкитлишичә, гәрчә кандилиза райисниң бу қетим бейҗиңдики икки күнлүк зиярити, шималий корийә ядро мәсилисидә, алтә тәрәп сөһбитидә муһим орун тутуватқан хитайни шималий корийигә бесим ишлитишкә дәвәт қилишни мәқсәт қилған болсиму, әмма у яң җиечи билән сөһбәт җәрянида америкиниң тәйвәнниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға киришини қоллимаслиқ мәйданини қайта тәкитлигән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, буш һөкүмитини хитайниң кишилик һоқуққа хилап һәрикәтлиригә қарита, җиддий тәнқидий позитсийә тутмай келиватқанлиқини шундақла бу арқилиқ өзиниң шималий корийә һәмдә иран мәсилилиридә вә террорчилиққа қарши һәрикәтлиридә хитайниң қоллишиға еришишни мәқсәт қиливатқанлиқини тәнқид қилип кәлмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Америкиниң шималий корийә ядро мәсилиси сөһбәт вәкили бейҗиңға йетип кәлди
- Хитай америкида җасуслуқ һәрикити елип барғанлиқини инкар қилди
- Кандилиза райс хитайни зиярәт қилиду
- Аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишими русийә вә хитайниң депломатик һийлиси
- Америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәнди вапат болди
- Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси : америка хитай тәһдитидин әндишә қилиду
- Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида хитайни әйиблиди
- Мухбирларни қоғдаш комитети хитайдин түрмә ичидики мухбирларни қоюп беришни тәләп қилди
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди