Америка , хитайни берма мәсилисидә җиддий болушқа йәнә бир рәт чақирди


2007.10.02

Алдинқи һәптә явропа иттипақи билән бирләшмә чақириқ чиқирип хитай билән һиндистанни берма мәсилисидә актип рол елишқа чақирған америка дүшәнбә күни бу чақириқини йәнә бир қетим тәкрарлиди.

Америка, бермида вәзийәт җиддийләшкәндин буян, мәсилигә әң җидди қарап келиватқан бир дөләт. Америка алдинқи һәптә, бермидики намайишни қаттиқ қоллуқ билән бастуриватқан берма һөкүмитини ашкара тәнқид қилиш билән биллә, берманиң 14 нәпәр юқури дәриҗилик әмәлдариниң америкидики банка һесаватини тоңлатқан вә бермида инсан һәқлири мәсилисини садир қилғанлар қатарида саналған 30 кишигә виза беришни әмәлдин қалдурған иди.

Америка ташқи ишлар министирликиниң дүшәнбә күни тарқатқан кундилик ахбаратидин мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министирликиниң ярдәмчи баянатчиси том кайсий, 1 ‏- октәбир күники ахбарат елан қилиш йиғинида, америка һөкүмитиниң берма һөкүмитигә еғиррақ тәдбир қоллунуш үстидә музакирә елип бериватқанлиқини, әмма бу ишниң ялғуз америка тиришчанлиқи билән әмәс көп дөләтниң һәмкарлиқи билән һәл болидиғанлиқини; америкиға қариғанда, бермиға қошна әлләрниң берма вәзийитиниң оңшулушида техиму әвзәл шараитларға игә икәнлигини билдүрүп. Хитай билән һиндистанни, бу ишта җиддий болушқа йәнә бир рәт чақирди.

Касий сөзидә , нөвәттә, берма һәрбий һөкүмитини намайишчиларни бастурушнтин тохтутуш вә сииясий ислаһат елип беришқа мәҗбурлашниң муһимлиқи вә җиддийлиқини тәкитлиди.

Хәлқра кәчүрүм тәшкилатиму, дүшәнбә күни, б д т бихәтәрлик кеңишини, бермиға қорал-ярақ имбаргоси йолға қоюшқа; бермини қорал-ярақ билән асаслиқ тәминләватқан хитайниму бермиға берип келиватқан әскирий ярдимини тохтутушқа чақирди.

Бермиға қорал ярақ сетип бериватқан доләтләр қатарида, хитайдин башқа росийә, сирибистан,вә бир қисим шәрқи җәнуби асия дөләтлири болуп, асаслиқ тәминлигучиси хитайдур. явропа иттипақи билән америка, 1988 вә 1993 ‏- йилдин бери бермиға имбарго қоюп, униңға әскирий әслиһәләрни сетип беришни тохтатқан иди. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.