Хитай баш министири дарфур сияситини ақлиди
2008.02.19
Нөвәттә хитайниң олимпик өткүзүшигә қарши пикирләр арисида хитай һөкүмитиниң судан һөкүмитигә ярдәм бериватқанлиқи күчлүк қарши пикир қозғаватқан мәсилиниң бири.Шу сәвәблик хитай һөкүмити нурғун дөләт һәмдә аммиви тәшкилатларниң тәнқидигә учрап кәлмәктә.
Хитай баш министири вен җябавниң 19 - феврал сәйшәнбә, әнгилийә баш вәзири гордон бровн билән елип барған сөһбитидә дарфур мәсилиси муһим тема қилинған болуп, ройетирс ахбарат агентлиқиниң сәйшәнбә хәвәр беришигә қариғанда, вен җябав хитайниң судан сиясити һәмдә дарфур мәсилисидики ролини ақлап " җуңго һөкүмити суданда тинчлиқ һәм муқимлиқниң балдуррақ ишқа ешишини үмид қилиду һәм буниң үчүн ярдәмгә муһтаҗ әлләргә көп тәрәплимә ярдәм йәткүзүп кәлмәктә. Биз британийә билән үзлүксиз һәмкарлишип дарфур мәсилисини мувапиқ һәл қилишниң усулини тепип чиқимиз " дегән һәмдә йеқинқи күнләрдә хитайниң дарфур мәсилисидики алаһидә вәкили лю гүйҗинни йәнә бир қетим беританийә һәмдә суданға мәхсус зиярәткә әвәтидиғанлиқини билдүргән.
Ройетирс агентлиқи хәвиридә көрситилишичә, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң дарфур мәсилисидики мәйдани өзгәрмигән болуп, хитай давамлиқ түрдә судандин нефит сетивалмақта һәмдә судан һөкүмитини иқтисади җәһәттин қоллап ярдәмләр берип кәлмәктә. Суданда һазирға қәдәр икки йүз миң адәм қирғинчилиққа учриғандин башқа, өй маканлиридин айрилғанлар икки йерим милйонға йәткән.
Әнгилийә баш вәзири бровн хитайниң дарфур мәсилисидә тоғра йол тутушини тәвсийә қилған. Хитайниң дарфур мәсилисидә судан һөкүмитини қоллаватқанлиқидәк роли вә хитайниң кишилик һоқуқ хатириси нөвәттә хитайниң 2008 - йиллиқ олимпик өткүзүшигә нисбәтән әң күчлүк қарши пикирләргә сәвәб болмақта.
Йеқинда даңлиқ режиссор ситивен сипелбергму хитайниң дарфур мәсилисигә тутқан позитсийиси түпәйли, бу қетим бейҗиң олимпикиниң башлиниш мурасими сәнәт мәслиһәтчиликидин истипа бәргән иди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати : хитай өзиниң йеңи ахбарат бәлгилимисигә һөрмәт қилиш керәк
- явропа парламенти хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Дарфур партизанлири хитайниң судандики нефитликигә һуҗум қозғиди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати саркозидин хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюшни тәләп қилди
- Хитай суданға 300 кишилик тинчлиқ сақлаш қошуни әвәтиду