Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
2008.02.29
Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд җүмә күни бейҗиң университетида оқуғучиларға сөз қилип, хитайни башқа дөләтләр билән бир қатарда судан вә бермиға охшаш кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқан "арисалда" дөләтләргә бесим ишлитишкә чақирди.
Милибанд, бейҗиң университетидики нутуқида башқурулуши начар дөләтләрдики муқимсизлиқниң тоқунуш яки қалаймиқанчилиққа айлиниш вә қошна әлләргә кеңийишини тосаш һәр бир дөләтниң мәнпәәтигә уйғун келидиғанлиқини әскәртип, бу дөләтләр хәлқара җәмийәткә ишәнмисә бесим ишлитиш зөрүр болуп қалидиғанлиқини билдүрди.
Берма мәсилисини тилға алғанда "берма хитайниң қошниси, бу силәргә наһайити чүшинишлик"дәп тәкитлигән милибанд, берма һәрбий һөкүмитини " вәһши" дәп тәнқидлиди шундақла берма өктичи рәһбири аңсән сучийиниң қоюп берилиши керәкликини әскәртти. Милибанд, "арисалда" дөләтләрниң бәзи чағларда өзидики мәсилини һәл қилишқа күчи йәтмәйдиғанлиқини яки һәл қилишни халимайдиғанлиқини әскәртип, бу әһвалда игилик һоқуқлуқ дөләтләр бирликтә арилишишқа тәйяр туруши керәк, дәп көрсәтти. У, әгәр хитай дуняда өзиниң " мәсулийәтчан" бир дөләт икәнликини көрсәтсә, бу явропа вә дуняниң башқа җайлиридики дөләтләрдә хитайға қарши сода бекинмичилик хаһишини пәсәйтишкә пайдиси тегидиғанлиқини билдүрди.
У йәнә, әгәр бизниң хәлқимиз хитайниң күнсери күчийиватқан дуняви тәсирини йәр шаридики ортақ мәнпәәткә болупму, африқиниң тәрәққияти, шималий корийини ядросизлаштуруш, һаваниң булғинишини тизгинләш қатарлиқларға сәрп қиливатқанлиқини көрсә, улар хитайға өз базирини ечиветишни илгирилигән һалда қоллайду, деди. Милибанд, әгәр хитай берма мәсилисигә арилашса бу берминиң демократийилишиш мусаписигә ярдәмчи болидиғанлиқини алаһидә әскәртти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш бейҗиң олимпик йиғинида кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди
- Олимпик мунасивити билән елип берилған паалийәтләр хитайда өзгириш һасил қилалмайду
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Хитай бейҗиң хәлқара айродроминиң бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Әнгилийә олимпик җәмийити өз тәнһәрикәтчилиригә олимпикта сияси мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тәклипи бәргән
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди