Америка мудапиә министири робрт гетс, хитайниң күнсири һәрбий күчини ашуршидин қайғурғанлиқини баян қилди


2007.06.02

Америка мудапиә министири робрт гетс, шәнбә күни сиңгапурда ечилған, асия бихәтәрлик йиғинида қилған сөзидә, хәлқара җамаәтни афғанистан, оттура асия вә иран мәсилсидә техиму йеқин һәмкарлиққа чақирип, хитайниң күнсири һәрбий күчини ашуршидин қайғурғанлиқини баян қилди. У сөзидә, ирақ мәсилиси үстидиму тохтулуп, ирақтики қалаймиқанчилиқ дунядики әсәбий күчләрни техиму җасарәтләндүрүши мумкин дәп, агаһландурди.

Америка мудапиә министири гетс йеғиндики сөзидә,"биз америка һөкүмитниң йиллиқ доклатида хитайниң һәрбий күчи һәққидә оттуриға қоюлған мәсилиләрдин әндишләндуқ. Лекин шундақтиму хитай билән америка мунасивәтлириниң тәрәққиятиға үмидварлиқ билән қарашқа болиду" дегән.

Йеқинда америка мудапиә минстирлиқи тәрипидин хитайниң һәрбий тәрәққияти һәққидә елан қилнған доклатта, хитайниң һәрбий күчини күнсири ашуришинң нурғун кишиләрни әндишигә селиватқанлиқини баян қилнған иди. Хитай һөкүмити америка мудапиә минстирлиқиниң мәзкур доклатини, дуняға хитайни бир тәһдит дәп көрситиш вә қораллиниш үчүн баһанә яритишни мәқсәт қилған дәп қаттиқ тәнқид қилған. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.