Америка дөләт мудапиә министирлиқи доклатида хитайниң һәрбий күчини ашуруватқанлиқини көрсәтти
2008.03.04
Америка бирләшмә агентлиқиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, бәш бурҗәклик бина дүшәнбә күни хитайниң һәрбий иқтидари һәққидики йиллиқ доклатида "хитай һәрбий күчини турақлиқ һалда өзлүксиз өстүрмәктә" дәп көрсәткән.
Бәш бурҗәклик бина америка дөләт мәҗлисиниң тәлипигә бинаән һәр йили хитайниң һәрбий күчи һәққидә доклат тәйярлайду һәмдә мәзкур доклатқа асасән тәйвән боғузи вәзийитигә баһа бериду.
Америка дөләт мәҗлисигә тапшурулидиған бу йиллиқ доклатта бейҗиңниң һәрбий тәйярлиқларни,һәрбий хамчот һәмдә һәрбий иқтидари һәққидики учурларниму мәхпий тутуватқанлиқиниң асия тинч окян райониниң бихәтәрлики үчүн тәһдит елип келиватқанлиқи оттуриға қоюлған. Доклатта тәкитлинишичә, хитай хәлқ азадлиқ армийиси нөвәттә қуруқлуқ, һава, һәмдә деңиздин башқа аләм техникиси һәмдә интернеттин пайдилинип уруш қилалайдиған сәвийигә йәткән шундақла бу хитай һәрбий күчиниң тәйвәнгә қарши елип берилиш еһтималлиқи бар һәрбий һуҗумда йеңиш тәйярлиқи көрүватқанлиқини чүшәндүридикән.
Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң бүгүн елан қилишичә, хитай һөкүмитиниң баянатчиси чиң гаң бүгүн " америкиниң хитай һәрбий күчи һәққидики йиллиқ доклати елан қилип җуңгони һәрбий тәһдит дәп көрситиши, америкиниң дөлитимиз ички ишлириға арилашқанлиқи, америка дәрһал бундақ соғақ уруш анализини тохтитиши керәк" дәп рәддийә бәргән.
"Хәлқара җәмийәт хитайниң һәрбий күчи тәрәққиятиниң әмәлий әһвалидин йәнила хәвәрсиз " дәп көрсәткән америка дөләт мудапиә министирлиқи, шәрқий асия бөлүми муавин директори дәвд сидний " бизниң истратегийә җәһәттә хитайниң һәрбий тәйярлиқлириниң һәқиқий әһвалидин хәвәрсизликимиз хитайниң һәрбий иқтидари җәһәттә мудапиәлиниш характерлик инкар қилишиға ул салмақта " дегән.
Хитай йеқинда техи бу йил һәрбий хамчотини %18 өстүргәнликини елан қилған иди. Америка хитайниң әмәлий һәрбий селинмиси елан қилғинидин аз дегәндә нәччә он милярд доллар юқири дәп гуман қилип кәлмәктә. Америкидин башқа японийиму хитайниң һәрбий хамчоти мәсилисидә очуқ - ашкара болушини тәләп қилип кәлмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, хитай һөкүмитини һәрбий хамчотни көпәйтиш мәсилсидә очуқ болушқа чақирди
- Тәйвән хизмәт гурупписи, америка һөкүмитини тәйвәнгә қаратқан сияситини өзгәртишкә чақирди
- юқири дәриҗилик бир хитай әмәлдари тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин қолға елинди
- Хитай косовада тинчлиқни сақлаш үчүн сақчи әвәтмәкчи
- Тәйвән президенти спратили тақим араллирини зиярәт қилди
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
- Хитай билән һиндистанниң бирләшмә маневири аяқлашти
- Америка авам палатаси әзалири америка һөкүмитиниң тәйвәнниң б д т ға әза болуп киришигә қарши чиқишини әйиблиди
- Хитай билән һиндистан бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә
- Ху җинтав билән җорҗ буш телефонда тәйвән мәсилиси үстидә музакирә елип барди