Хитай билән һиндистанниң бирләшмә маневири аяқлашти
2007.12.25
Хитай билән һиндистанниң террорчилиққа қарши бирләшмә маневири аяқлашқан болуп, һиндистан хитай армийисини келәр йили һиндистан туприқида йәнә бирликтә бирләшмә маневир елип беришқа тәклип қилди.
Хитайниң күнмиң районида өткүзүлгән "қолму - қол 2007" хитай - һиндистан қуруқлуқ армийисиниң террорлуққа зәрбә бериш маневири 25 - декабир күни аяқлашти. Бу қетимқи маневирниң мәқсиди тағлиқ районлардики террорлуқ һәрикәтлиригә зәрбә бериш вә бирләшмә баш қоманданлиқиниң террорчиларни йоқитишидин ибарәт икки хил мәшиқ үстидә өз - ара һәмкарлишип күрәш қилиш пиланини ишқа ашуруш икән.
Маневир җәрянида һиндистан армийиси билән хитай армийиси өз - ара уруш тактикиси вә тәҗрибилири үстидә пикир алмаштуруш елип барған.
Хитай азатлиқ армийисиниң қоманданлиридин бири, хитайниң мунасивәтлик дөләтләр билән елип барған маневириниң һечқандақ бир дөләткә тәһдит һесабланмайдиғанлиқини ипадилисә, һиндистан һәрбий хадимлири хитай - һиндистан икки тәрәпниң буниңдин кейин һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Көзәткүчиләр, хитай билән һиндистан оттурисида гәрчә чегра мәсилиси ихтилаплири һазирға қәдәр һәл қилинмай кәлгән болсиму, бирақ һазир икки дөләт өз - ара мунасивитини яхшилаш үчүн зор тиришчанлиқларни көрситиватқанлиқини, болупму икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиққа алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини билдүрмәктә. Әмма, йәнә бир қисим анализчилар һиндистанниң америка билән болған қоюқ мунасивити һиндистанниң хитай билән һәддидин ташқири йеқин мунасивәт орнитишиға тосалғу болидиғанлиқини илгири сүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән һиндистан бирләшмә һәрбий маневир өткүзмәктә
- Америка атмосфераниң сиртида һәрикәт қилидиған йеңи һәрбий қорал ясимақта
- Америка вә хитай һәрбий саһәси қизиқ линийилик телефон алақиси келишими түзди
- Америка дөләт мудапиә министири роберт гейтс хитайниң һәрбий программилиридики хупиянилиқни оттуриға қоймақчи
- Америка дөләт мудапиә министири гейтис хитайни зиярәт қилиду
- Русийә билән хитай алаһидә сақчи қисимлири бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- японийә : хитай һәрбий селинма җәһәттә техиму очуқ- ашкара болуши керәк
- Бәш дөләт йеқинда өткүзүлидиған һәрбий маневирниң хитайға қаритилғанлиқини инкар қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди