Америка хитайдин импорт қилинған су мәһсулатлирини тәкшүрүшни күчәйтиду


2007.06.29

Америка федерал сәһийә органлириниң пәйшәнбә күни әскәртишичә, америка таможна даирилири хитай бақмичилиқ пермилиридин импорт қилинған су мәһсулатлирини , бу мәһсулатларда адәм бәдинигә зиянлиқ зәһәрлик маддиларниң бар - йоқлуқи ениқланғичә тутуп туриду. Америка йимәк - ичмәк вә дора башқуруш идарисиниң ярдәмчи башлиқи, дәйвид ачесон, "бизниң бу тәдбирни қоллинишимиздики сәвәб, хитайдин импорт қилинған бир қисим су мәһсулатлирида қанун чәкләйдиған маддиларниң барлиқи үзлүксиз байқиливатқанлиқидур. Бу маддилар америкида сетилидиған су мәһсулатлирида чәкләнгән," дәп көрсәтти.

Ачесонниң әскәртишичә, америка 2006- йили 10 - айдин 2007 - йили 5 - айғичә, хитайдин импорт қилинған бир қисим су мәһсулатлири үстидин тәкшүрүш елип барғандин кейин, бу мәһсулатларниң анти - биотиктин еғир дәриҗидә булғанғанлиқини байқиған.

Америка таможна даирилири тәкшүрүшни күчәйткән бу мәһсулатлар деңиз раки, сом белиқи қатарлиқ 5 түрлүк су мәһсулатини өз ичигә алған. Америка йимәк - ичмәк вә дора башқуруш идарисидики даириләр, бу мәһсулатлар саламәтликкә дәрһал тәсир көрсәтмисиму, лекин узун вақит истимал қилинса кишиләрни рак қатарлиқ кесәлликләргә гириптар қилидиғанлиқини агаһландурди.

Хитай сода министирлиқи баянатчиси пәйшәнбә күни бу мәсилә тоғрисида баянат елан қилип, хитайниң бу мәсилигә "җиддий диққәт қиливатқанлиқи " ни билдүрди. Лекин у, хитайниң експорт мәһсулатлирини ақлап,"җуңго експорт қилған пүтүн мәһсулатлар капаләткә игә дейишкә болиду " дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.