Хитай иран билән ядаваран нефитликини ечиш келишими имзалайду


2006.02.17

Иран, ядро мәсилисидә америкиниң имбаргосиға дуч келиватқан бир чағда, хитай мәтбуатлири бейҗиңниң теһран билән иранниң ядаваран нефитликини ечиш түри бойи 100 милярд долларлиқ нефит келишими имзалайдиғанлиқини ашкарилиди.

Хитайда чиқидиған " малийә‏- иқтисад" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайниң бир һөкүмәт вәкилләр өмики 3 - айниң башлири иранни зиярәт қилип, теһран һөкүмити билән җуңго нефит ширкитиниң ядаваран нефитликини ечиш келишимигә имза қойидикән. Бу келишим хитай билән иран 2004 - йили нефит енергийә һәмкарлиқи елип бериш тоғрисида имзалиған әсләтминиң роһи бойичә имзалиниду.

Җуңго дөләтлик нефит ширкитиниң юқири дәриҗилик әмәлдари мав шулиңниң ашкарилишичә, хитай 2009 - йилдин башлап ирандин 25 йиллиқ муддәт ичидә йилиға 10 милйон тонна нефит сетивалидикән. Хитай һөкүмити билән иран даирилири бу келишим тоғрисида учур билән тәминләшни рәт қилди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай дөләт ислаһат вә тәрәққият комитетиниң баянатчиси ма ли, "мән бу һәқтики суалларға җавап берәлмәймән," дәп тәкитлигән. Иранниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси әһвалдин хәвәрдар икәнлики, әмма мавшулиң ейтқан мәсилиләрдин хәвәри йоқлиқини билдүрмәктә. Әмма "малийә- иқтисад" гезитиниң хәвәр қилишичә, бу мәсилиләр йеқинда иран әлчиханисидики бир көрүшүштә музакирә қилинған.

"Малийә иқтисад" гезити, келишим бойичә ядаваран нефитлики пиланиниң 51 % пай чекигә хитайлар, 29 % пай чекигә һиндистан нефит тәбий газ ширкити игә болидиғанлиқини билдүрди. Йеқинда хәлқара атом енергийә идариси иранниң ядро пиланини б д т хәвпсизлик кеңишиниң бир тәрәп қилишиға тапшурған. Хитай х а е идарисиниң қарарини қоллиған иди.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.