Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди


2004.12.16

Исраилийиниң хитай билән болған қорал содиси, исраилийә билән униң қәдинас иттипақдиши америка оттурисидики мунасивәтни җиддийләштүрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка һөкүмити йеқинда исраилийиниң америка билән мәслиһәтләшмәй туруп, хитайниң сәзгүр қорал сестимилирини йеңилап бәргәнликидин ғәзәпләнгән. Әмма алақидар даириләр, исраилийиниң хитайға қандақ хил қорал системисини йеңилап бәргәнликини ашкарилимиған.

Америка һөкүмити, хитайниң илғар типтики қорал әслиһәлиригә еришишини, америкиниң иттипақдашлири вә америка армийисигә тәһдид елип келиду дәп қарайду. Бу сәвәптин, америка 2000 - йили исраилийигә бесим ишлитип, исраилийиниң хитайға илғар типлиқ радар системиси сетип бериш тохтимини бикар қилдурған иди.

Хәвәргә қариғанда, америка даирилири исраилийиниң бу қетимқи хитай билән болған қорал содисидин қаттиқ нарази болуп, исраилийини дөләт мудапиә министирлиқиниң қорал сетиш ишлириға мәсол дериктори генирал амос яронни вәзиписидин қалдурушни тәләп қилған. Бирақ исраилийиниң вашингитондики әлчиси, америкиниң генирал амос яронни вәзиписидин қалдуруш тәлипини қойғанлиқини инкар қилди.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.