Америка дөләт һәрбий мәхпийәтликини хитайға сатқан 4 киши қолға елинди
2008.02.12
Америка әдлийә министирлиқиниң билдүрүшичә, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бир нәпәр анализчиси вә боен айропилан ясаш ширкитиниң бир нәпәр инженери һәрбий мәхпийәтликни хитайға өткүзүп бериш җинайити билән әйиблинип қолға елинған. Униңдин башқа йәнә,хитай вә тәйвәндин америкиға көчмән болған вә америка мудапиә анализчиси билән һәмкарлишип ишлигән икки нәпәр хитайму федератсийә тәкшүрүш идариси тәрипидин қолға елинған.
Бу икки хил дело америкиниң вирҗинийә шитати вә калифорнийә штатида йүз бәргән бир - биригә мунасивәтсиз икки хил делолар болсиму, әмма охшаш күндә сот қилинған.
Америка дөләт адвокати кәннәтһ ваистйиниң билдүрүшичә, бу нөвәтлик қолға елиш америка дөләт һәрбий мәхпийәтликини хитайға сетишқа алақидар әң йеңи дило һесаблинидиған болуп, у хитай һөкүмитиниң америкиниң мәхпий һәрбий техникилирини қолға чүшүрүштә қәтий ирадигә кәлгәнликини чүшәндүридиған бир ишпийонлуқ һәрикити икән.
Кәннәтһ ваистйин әпәнди вашингтонда өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида, бу хилдики техникиларниң хитайниң қолиға чүшүп кетишидики тәһдитниң интайин ениқ икәнликидә тохтилип: " бу дөлитимизниң бихәтәрликигә вә дунядики иқтисади орниға еғир тәһдит елип келиду " деди.
Мәлум болушичә, бу йил 51 яшлиқ америка дөләт мудапиәси қорал- ярақлар сестимиси анализчиси грәг в бәргсән америкиниң бәзи мәхпий техника учурлирини тәйвәндин кәлгән 58 яшлиқ хитай содигәргә сетивәткән болуп, ашкарилинишичә, тей ку исимлик бу хитай әсли тәйвәнлик болуп, у кейин америка дөләт пуқралиқиға өткән вә мәзкур техника учурлирини хитай һөкүмитигә йәткүзүп бәргән икән.
Буларниң ичидә йәнә бир нәпәр хитай пуқрасиму бар болуп, у бу йил 33 яшқа киргән ю шинкаң. У тәй ку билән хитай һөкүмити арисида келиштүргүчилик ролини өтигән. Мәлум болушичә, бу һәрбий учурлар ичидә америка һөкүмитиниң кәлгүси бәш йил ичидә һәрбий техника вә қорал - ярақларни сетип бериш пиланиниң тәпсилати бар икән.
Һазир тәй ку дөләт мәхпийәтликини чәтәлләргә йәткүзүп бериш җинайити билән әйиблинип өмүрлүк қамаққа елиниш алдида турмақта.
Бу нөвәт сотланғанларниң йәнә бирси илгири боен ширкитидә инженер болуп ишлигән дуң фән исимлик хитай болуп, униң 1979- йилидин башлап хитай һөкүмитигә боен ширкитиниң аләм қатнишиға аит техника йеңилиқлирини хитайға йәткүзүп берип келиватқанлиқи ашкариланған.
Дуң фән 1973- йилидин 1996- йилиғичә боен ширкитиниң роквел мудапиә вә аләм қатниши ширкитидә ишлигән болуп, униң мушу җәрянда америкиниң аләм айропиланиниң техникилирини хитайға йәткүзүп бәргәнлики мәлум. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийидә хитай ишпийонлири тутулди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи
- японийә йеқинда һиндонезийигә үч данә илғар чарлиғучи парахот ярдәм қилди
- Хитайға америкиниң һәрбий әслиһәлирини сатқан хитай содигәр түрмигә елинди
- Әнгилийә разветка идарисиниң башлиқи, хитайниң җасуслуқ паалийити тоғрисида агаһландурди
- Америка интернет бихәтәрлик ширкити хитайни интернет җасуслуқи билән әйиплиди
- Америка палата әзалири хитай ишпийонлири америкиға тәһдит елип кәлмәктә дәп көрсәтти
- Америка хитайниң җасослуқ паалийәтлирини әйиблиди
- Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
- Америкида икки нәпәр хитай пуқраси үстидин җасуслуқ делоси турғузулди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Хитай билән русийиниң америкиға қаритилған җасуслуқ һәрикити соғуқчилиқ уруш дәвридики сәвийигә қайтти