Хитай даирилири америка тәрәп паш қилған җасослуқ һәрикитини"ойдурма" дәп көрсәтти
2008.02.14
Хитай тәрәп, америка дөләт мәхпийәтликини хитайға сатқанлиқ һәққидики җасослуқ делосиниң һечқандақ асаси йоқ дейиш билән биргә, америкиниң соғуқ уруш дәвригә хас ой - хияллирини ахирлаштурушини тәшәббүс қилди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав пәйшәнбә күни":америка тәрәпниң вирҗинийә шитати билән калифорнийә шитатида йүз бәргән җасослуқ дилоси һәққидики баянлири тамамән бир ойдурма,"деди.
Лю җәнчав йәнә ": америка соғуқ уруш дәвридики анализ билән елип берилған пакитсиз әйибләшләрни тохтитип, америка - хитай оттурисидики достлуқни, өз- ара ишәнчини күчәйтиш үчүн техиму көп төһпә қошуши керәк," деди.
Бир қанчә күн илгири америка даирилири, америка дөләт мәхпийәтликини хитайға сатқан 4 кишини қолға елип, уларни охшаш болмиған дәриҗидә җазалиғанлиқини елан қилған иди.
Мәлум болушичә, америка дөләт мудапиәси қорал - ярақлар сестимиси анализчиси грәг, америкиниң мәхпий техника учурлирини тәйвәнлик хитай содигәргә сетивәткән болуп, тәйвәнлик содигәр мәзкүр техника учурлирини хитай һөкүмитигә йәткүзүп бәргән икән. Хәвәрләргә қариғанда, мәзкүр һәрбий учурлар ичидә америка һөкүмитиниң кәлгүси бәш йил ичидә һәрбий техника вә қорал - ярақларни тәйвәнгә сетип бериш пиланиниң тәпсилати бар икән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт һәрбий мәхпийәтликини хитайға сатқан 4 киши қолға елинди
- Русийидә хитай ишпийонлири тутулди
- Хитайға америкиниң һәрбий әслиһәлирини сатқан хитай содигәр түрмигә елинди
- Әнгилийә разветка идарисиниң башлиқи, хитайниң җасуслуқ паалийити тоғрисида агаһландурди
- Америка интернет бихәтәрлик ширкити хитайни интернет җасуслуқи билән әйиплиди
- Америка палата әзалири хитай ишпийонлири америкиға тәһдит елип кәлмәктә дәп көрсәтти
- Америка хитайниң җасослуқ паалийәтлирини әйиблиди
- Хитай -тәйвән оттурисида җасус тутуш буйичә йәнә бир җиддий җәң башланди
- Америкида икки нәпәр хитай пуқраси үстидин җасуслуқ делоси турғузулди
- Тәйвән тәкшүрүш идарисиниң икки хадими хитайға мәлумат сатқанлиқи үчүн қолға елинди
- Хитай билән русийиниң америкиға қаритилған җасуслуқ һәрикити соғуқчилиқ уруш дәвридики сәвийигә қайтти
- Иран җасуслуқ қилмиши билән әйиблинип солақта туруватқан икки нәпәр хитайни қоюп бәрди
- Иран икки хитай җасусиниң қолға елинғанлиқини елан қилди