Хитай америкида җасуслуқ һәрикити елип барғанлиқини инкар қилди
2008.02.15
Хитай ташқий ишлар министирлиқи хитайниң америкида җасуслуқ һәрикити елип барғанлиқини инкар қилип, америка бихәтәрлик органлириниң америка һәрбий мәхпийәтликини оғрилиған хитай җасуслуқ ториниң тар - мар қилинғанлиқи һәққидики хәвәрни асассиз, дәп рәт қилди вә бу түрдики әйибләшләр хитай - америка мунасивәтлиригә зиян -зәхмәт йәткүзидиғанлиқини илгири сүрди.
Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав бу түрдики әйибләшләр пүтүнләй яман ғәрәзлик болуп, бу соғуқ мунасивәтләр дәвридики тәпәккурниң мәһсули, дәйду. Лекин у , америка бихәтәрлик органлири қолға чүшүргән җасусларниң хитай җасуси яки әмәсликигә җаваб бәрмиди. Америка әдлийә тармақлири алдинқи күни вирҗинийә вә калифорнийә шитатлирида америка һәрбий вә техника учурлирини оғрилиған 2 айрим - айрим җасуслуқ вәқәсидә 4 нәпәр җасусниң қолға елинғанлиқини, буларниң бири америка дөләт мудапиә министирлиқида ишләйдиған һәрбий, қалған 3 и америка тәвәликидики хитайлар болуп, хитайларниң бириниң узун йиллар америка аләм қатниши тәтқиқат саһәсидә хизмәт қилғанлиқини елан қилған.
Америка бихәтәрлик мутәхәссислири хитайниң америкидики җасуслуқ паалийити соғуқ мунасивәтләр дәвридики сәвийигә йәткәнликини вә хитай җасуслуқ органлириниң америкида хизмәт қилидиған хитайларни яллаватқанлиқини илгири сүрмәктә. Уларниң әскәртишичә, америка һәрбий техника учурлирини оғрилаш хитайниң дөләт сиясити болуп қалған. Бу қетимқи җасуслуқ вәқәсидә қолға елинған америка дөләт мудапиә министирлиқи хадими бергерсен, министирлиқниң қорал - ярақлар сестима анализчиси болуп, америка билән тәйвән арисидики қорал - ярақ содисиға арилашқан. Бу вәқә тәйвән даирилириниңму сәзгүрликини қозғиған болуп, улар тәкшүрүш елип баридиғанлиқини елан қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кандилиза райс хитайни зиярәт қилиду
- Хитай даирилири америка тәрәп паш қилған җасослуқ һәрикитини"ойдурма" дәп көрсәтти
- Америка дөләт һәрбий мәхпийәтликини хитайға сатқан 4 киши қолға елинди
- Аләм бошлуқида ишлитидиған қоралларни чәкләш келишими русийә вә хитайниң депломатик һийлиси
- Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси : америка хитай тәһдитидин әндишә қилиду
- Америкидики президент сайлимида муназирә қилиниватқан америка -хитай мунасивәтлири мәсилиси
- Америка генерали хитай һәрбий қораллириниң өзини қоғдаш иқтидаридин ешип кәткәнликини билдүрди
- Русийидә хитай ишпийонлири тутулди
- Кәшмир америкиниң хитайға қарши базиси боламду?
- Хитай америка истратегийилик диалоги давамлашмақта
- Иккинчи қетимлиқ америка-хитай истратегийлик диалоги башланди
- Америка деңиз армийиси қомандани хитайни зиярәт қилмақчи