Америка кеңәш палата әзалири хитайға қарши қанун лайиһиси сунди


2007.06.14

Америка - хитай сода мунасивәтлиридики қизил рәқәмгә қарита күнсери наразилиқи күчийиватқан америка кеңәш палатасиниң нопузлуқ әзалири, 13‏- июн күни бейҗиң һөкүмитиниң икспортни көпәйтиш үчүн хитай пулиниң қиммитини төвән тутуш сияситигә қарши, җаза йолға қоюш үчүн бир қанун лайиһиси сунди.

Америка дөләт мәҗлиси кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи вә демократ партийилиригә мәнсуп әзалири тәрипидин сунулған бу қанун лайиһисидә, америка -хитай сода мунасивәтлиридики қизил рәқәмни азайтиш үчүн, америка һөкүмитиниң хитайға қарши җиддий тәдбир қоллиниши керәклики оттуриға қоюлған.

Буш һөкүмити бу қанун лайиһисини рәт қилиши мумкин болсиму, әмма дөләт мәҗлисиниң нурғунлиған әзалири вә мутәхәссисләр, америка дөләт мәҗлиси , президент бушниң рәт қилиш тәһдитигә қаримай , бу йил һәр қандақ қилип, хитайға қарши бир қанун лайиһиси қобул қилиши мумкин,дейишмәктә.

Америка малийә министири һәнри павәлсон, хитай һөкүмитини, әгәр хитай базирини чәтәл содигәрлиригә ичип, хитай пули үстидики контроллуқини азайтмиса, америка һөкүмити хитайға қарши қанун лайиһисиниң дөләт мәҗлисидә қобул қилинишиниң алдини алалмайду, дәп агаһландурған иди.

Сиясий мулаһизичиләр, америка дөләт мәҗлисидә хитайға қарши җиддий тәдбир елиш мәслисидә қозғалған йеңи долқун, хитай һөкүмитиниң павәлсонниң агаһландурушлириға писәнт қилмиғанлиқини көрситиду, дейишмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.