Топилаң сәвәбидин соломондики хитайлар кетишкә мәҗбур болди


2006.04.23

Тинч окяндики соломон тақим араллири дөлитидә йүз бәргән топилаң сәвәплик пайтәхт хониарадики йәнә бир түркүм 150 кә йеқин хитай пуқраси хитайға қайтишқа мәҗбур болди.

Буниң алдида өйлири, дуканлири вә мал мүлүклири булаң-талаңға учриған 200 гә йеқин хитай соломон арилидин айрилған иди. Бу топилаң, йәрлик хәлқниң йеңидин тәйинләнгән баш министирға нарази болуши сәвәбидин келип чиққан. Шундақла бу йәрдики хитайлар яки тәйвәнликләр соломон һөкүмитидики қанун турғузғучилар парә берип бу кандидатни баш министирлиққа тәйинләткүзгәнлики һәққидә сөз-чөчәк таралған.

Шу сәвәптин йәрлик хәлқләрдә бу йәрдики хитайларға қарита өчмәнлик пәйда болуп, пайтәхт хониарадики хитай базарлирини булаң-талаң қилған. Соломон тақим араллириму бу йәрдики башқа тинч-окян арал дөләтлиригә охшашла хитай билән тәйвән арисида талаш-тартишта қалған дөләт болуп, у тәйвәнни дөләт сүпитидә етирап қилиду. Әмма хитай һөкүмити болса, бу дөләтләрни пул арқилиқ тәйвәндин айришқа тиришиду.

Мәзкур топилаңдин кейин, хитай билән тәйвән һәр иккилисила соломондики баш министир сайлимиға пул арқилиқ четилғанлиқ хәвирини рәт қилип, бу сайламға өзлириниң арилашмиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.