Җуңго америкидики қанунсиз хитай көчмәнлирини қобул қилишни рәт қилғанлиқтин америка уларни қайтурушқа амалсиз қалди
2006.07.31
Америка бу дөләттики 40 миң қанунсиз хитай көчменини җуңгоға қайтурмақчи болған болсиму, лекин хитай даирилири уларни қобул қилишни рәт қилғанлиқтин америка ички бихәтәрлик министирлиқи уларни қайтурушқа амалсиз қалған.
Wall Street Journal Гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири америкидин бу йәрдә сиясий панаһлиқ тилигән фалунгоң муритлирини вә сиясий өктичиләрни тәң қайтурса андин уларни қобул қилидиғанлиқини тәләп қилип турувалған. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай тәрәпниң бу тәлипи гүәнтанамодики уйғур тутқунларниму өз ичигә алған болуши мумкин. Америка ички бихәтәрлик министирлиқиниң министири майкил чертоф, әгәр җуңго қанунсиз көчмәнләрни тапшуруп алмиса, " уларни америкида давамлиқ турғузушқа мәҗбур болимиз, чүнки уларни әвәтидиған башқа йәр йоқ" деди.
Хәлқара қанунлар буйичә, әгәр бир дөләт қанунсиз көчмәнләрни әсли юртиға қайтурушни тәләп қилса, шу дөләт өз пуқралирини қобул қилиши керәк. Лекин хитай һөкүмити америкиниң сиясий панаһлиқ сияситидин нарази болғачқа америкидин қайтурулған қанунсиз хитай көчмәнлирини қобул қилишни рәт қилмақта. Бәзи көзәткүчиләр, хитайниң бу һәрикитини хәлқара низам вә қаидә - қанунларға хилап, дәп әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка көчмәнләр идариси бир хитай ашханисидин 12 қанунсиз хитай күчмәнни қолға алди
- Русийәдә йәнә бир хитай пуқраси өлтүрүлди
- Йеңи зеландийә һөкүмити зәһәрлик чекимлик йөткигән 6 хитайни қолға алди
- Хитай һөкүмити русийә һөкүмитидин москвадики қатиллиқ делосини ениқлашни тәләп қилди
- Соломон тақим араллириниң баш министири истипа бәрди