Хитай америкидики қанунсиз хитай көчмәнлирини елип кетишни рәт қилди


2006.03.15

Хитай даирилири америка һөкүмитиниң америкиға қанунсиз киргән хитай көчмәнлирини қайтуруп елип кетиш тәлипини рәт қилди. Нөвәттә америка һөкүмитиниң қанунсиз хитай көчмәнлирини тутуп туруш үчүн сәрп қилған пули 667 милйон долларға йәткән.

Америка дөләт бихәтәрлики министири майкел чертоф сәйшәнбә күни хитай һөкүмитиниң америкиға қанунсиз киргән 39 миң хитай пуқрасини қайтуривелишни рәт қилғанлиқини, шундақла уларниң өткән йили қайтуривелишқа вәдә бәргән хитай пуқрасиниң аран 800 киши болғанлиқини ейтти.

Чертофниң билдүрүшичә, америка һөкүмити һазир туруп туриватқан хитай пуқралириға күнигә һәр бири киши үчүн тәхминән 95 доллар сәрп қилидикән. Америка қанунида қанунсиз көчмәнләрни аран 180 күн тутуп турушқа йол қоюлидиған болуп, америка бихәтәрлик идариси бу йил 10‏-айниң 1‏- күнидин башлап, "қанунсиз көчмәнләрни қоюп бериш" сияситини ахирлаштурушни пиланлимақта. Бундақ болғанда бу күндин башлап барлиқ қанунсиз көчмәнләр таки тәвә дөләтләр уларни қайтуривалғичә тутуп туруш мәркизигә солинидикән.

Америка һөкүмити һәр йили хитай һөкүмитини бу хитай көчмәнлирини қайтуруп елип кетишкә дәвәт қилған болсиму, лекин өткәнки 5 йилдин буян хитай илгири-ахир болуп аран 2580 нәпәр қанунсиз хитай көчмәнлирини қайтуривалған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.