Русийәдә йәнә бир хитай пуқраси өлтүрүлди


2006.06.07

Йеқинда русийиниң кемеров шәһиридә бир хитай пуқраси өлтүрүлгән. Хитайниң бу йәрдә турушлуқ консулханиси русийә һөкүмитидин бу делони тез бир тәрәп қилишни тәләп қилди.

Хитай хәлқ торида елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, лю фамилилик бу хитай пуқраси русийиниң кемеров шәһиридики хитай базирида турушлуқ болуп, у 5‏-айниң 24‏- күни өлтүрүлгән һәмдә униң йенидин 4 милйон рубли оғрилап кетилгән. Хитайниң йекатеринабургтики консулханиси русийә даирилириниң қатилни тез қолға чүшүрүп уни қанун бойичә еғир җазалашни тәләп қилған.

Русийә даирилири болса, кемеровдики хитай базирида турушлуқ хитай содигәрлириниң русийә сақчи даирилири билән яхши һәмкарлашмайдиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң бу җәһәттә тиришчанлиқ көрситиши керәкликини билдүрди. Хитай консулханиси бу йәрдики хитай содигәрлирини қанунлуқ тиҗарәт билән шоғуллинишқа чақирди.

Гәрчә хитай тәрәпниң бу хәвиридә, люниң қандақ салаһийәт билән русийидә туруватқанлиқи вә униң русийидики тиҗаритиниң қанунлуқ яки қанунсиз елип бериливатқанлиқи һәққидә мәлумат берилмисиму, лекин русийиниң һәр қайси җайлирида қанунсиз хитай көчмәнлириниң сани үзлүксиз ашмақта. Һәтта русийидики бир қисим җайларда хитайларға қарши өчмәнлик кәйпияти барғансери күчәймәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.