Русийә хитай көчмәнлирини рәт қилди
2007.10.19
Русийә президенти владимир путин, русийиниң келәр 20 йиллиқ нопус тәрәққият сиясити һәққидики бир һөҗҗәткә имза қойған болуп, бу һөҗҗәт бир тәрәптин өлүм - йетимни азайтиш вә русийиликләрни көпрәк туғушқа риғбәтләндүрсә, йәнә бир тәрәптин русийигә көчмән қобул қилишни оттуриға қойған.
Лекин русийиниң дөләт бихәтәрлики сәвәбидин көчмән қобул қилинидиған дөләтләр арисиға бихәтәрлик сәвәбидин хитайни киргүзмиди. Бу һөҗҗәт русийә нопуси кемийип кетиштәк әһвалға хатимә бериш мәқситидә чиқирилған болуп, һөҗҗәттә 1015 - йилғичә русийә нопусини 142 - 143 милйон арилиқида сақлап қелиш, 2025 - йилғичә 145 милйонға йәткүзүш пиланланған.
Һөҗҗәттә көрситилишичә, сирттин көчмән қобул қилинидиған дөләтләр сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлирини асас қилидикән. Лекин анализчилар, совет иттипақи җумһурийәтлиридин украинийә вә бларусийиләрниң нопуси чәклик болғанлиқтин, русийигә келидиған көчмәнләрниң оттура асия җумһурийәтлирини асас қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Әмма анализчиларниң әскәртишичә, оттура асия җумһурийәтлиридин келидиған көчмәнләрниң сани йәнила чәклик болуп, улар русийини еһтияҗ болған көчмәнләр билән тәминлийәлмәслики мумкин. Бу әһвалда русийә хитай көчмәнлиригә йүзлинәмду ? русийилик анализчилар болса бу еһтималлиқни рәт қилди. Русийилик нопусшунас вешинифский, "хитай көчмәнлирини қобул қилиш арқилиқ русийидики нопус кризисини һәл қилишниң хейим - хәтири наһайити зор..... Чүнки зор көләмлик хитай көчмәнлириниң русийиниң йирақ шәрқидики районларға орунлаштуруш русийә дөләт бихәтәрликигә тәһдит," дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин америкиниң иранға һәр қандақ бир һәрбий һәрикәт қоллинишни қоллимайдиғанлиқини билдүрди
- Америка башқурулидиған бомба қалқан системиси мәсилисидә русийини һәмкарлишишқа чақирди
- Русийә билән хитай алаһидә сақчи қисимлири бирләшмә маневир өткүзмәкчи
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
- Шаңхәйдин учуп сан - франсискоға қонған айрупиландин җәсәт тепилди
- Русийә москваниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш иқтидарини ашурмақчи