Яврупа бирлики хитайни мәһсулатлириниң сүпитини юқири көтүрүш җәһәттә агаһландурди


2007.08.21

Әнгилийә б б с радио телевизийә ширкити, 21 - авғуст баш хәвәр сүпитидә елан қилишиға қариғанда , яврупа иттипақи сода министири мәндерсин , хитай даирилириниң хәлқарада хитай маллириға нисбәтән әнсизлик " хитайда ишләнгән" малларға нисбәтән хәлқарада чәкләш пәйда қилди дәп көрсәткән баһанисиға қошулмайдиғанлиқини билдүрүп , хитайни хәлқара ахбарат вастилирида пәйда болған бесимға қарши өч елиш позитсийисидә болмай ,мәһсулатлириниң сүпитигә, бихәтәрликигә капаләтлик қилиш һәққидә агаһландурған.

Буниң алдида йәни 19 - авғуст күни хитай сүпәт тәкшүрүш министирликиниң министири ли чаңҗаң , хитай мәркизи телевизийисидә мәхсус сөз қилип " чәт' әлләргә екиспорт қилиниватқан хитай маллириниң % 99 и сүпәт өлчимигә йәткән , болупму бизниң балилар оюнчуқлиримиз һәмдә йемәк -ичмәклиримиз өлчәмгә лайиқ " дегән иди.

явропа иттипақи сода министири мандерсин ли чаңҗаңниң бу баянлириға бивастә рәддийә бәргәндин башқа , явропа иттипақида, истемалчиларға зиян йәткүзгән барлиқ сүпәтсиз хитай маллирини қайтуруветишни пүтүн күчи билән қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Америка маттел ширкити өткән һәптә хитайда ишләнгән балилар оюнчуқлирида зәһәрлик маддиларниң байқиғанлиқини паш қилип дуня миқясида 20 милйон данә хитай оюнчуқлирини йиғиш һәркитини башлиғандин буян , америкидин башқа яврупа вә бәзи асия әллиридиму хитай маллириға қарита агаһ болуш долқуни көтүрүлгән иди. Дуня базирида хитай маллириға қарита қизил чирақ йеқилиши бейҗиң һөкүмитигә еғир бесим елип кәлмәктә. Шундақла хитай билән америка қатарлиқ дөләтләр билән болған сода мунасивити барғанчә җиддийләшмәктә.(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.