Хитайдин импорт қилинған аяқ кийимләрдә зәһәрлик химийиви маддиларниң болуши мумкин
2005.12.19
Сәйшәнбә күни, италийиниң сәһийә министири франсиско сториҗ хитайдин импорт қилинидиған аяқ кийимләрниң зәһәрлик химийиви маддиларни тарқидиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитини яврупа истималчилар бихәтәрлик қаидилиригә бойсунмайватиду дәп, әйиблиди.
Италийә сәһийә министири, италийидә чиқидиған " ил мәсиҗиро" гезитигә бәргән баянатида, хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларниң көпинчиси һечқандақ сағлиқ қаидилиригә һөрмәт қилмиған һалда ишләпчиқирилмақта, дегән. У, 15 декабир күни италийә портлирида хитайдин импорт қилинған бир қисим аяқ кийимлириниң, тәркибидә хәтәрлик химийиви маддилар болуши мумкин дегән әндишә билән мусадирә қилинғанлиқини билдүрди.
Италийә сәһийә минстириниң ейтишичә, мусадирә қилинған хитай аяқ кийимлиридики зиянлиқ химийиви маддиларниң миқдари явропа иттипақи өлчәмлиридин төт һәссә көп икән.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, италийиниң аяқ кийим ишләпчиқурғучилири италийә сәһийә минстирини хитай аяқ кийимлиридә ишлитилгән химийиви маддилар миқдариниң инсанларниң саламәтликигә кәлтүрүп чиқиридиған зиянлири һәққидә агаһландурған. (Қанат)