Америка кеңәш палата әзалири хитай таварлириға таможна беҗи қоюш қанун лайиһисидин ваз кәчти
2006.09.29
Америка кеңәш палата әзалири пәйшәнбә күни хитай маллиридин җазалаш характерлик таможна беҗи елиш қанун тәклип лайиһисини авазға қоюштин ваз кәчти.
Мәзкур қанун лайиһиси келәр йилниң мәлум мәзгилигичә кечиктүрүлгән. Кеңәш палата әзалири чарлиз шумир вә линдсей граһамлар тәрипидин оттуриға қоюлған бу қанун лайиһиси, әгәр хитай хәлқ пулиниң қиммитини тәңшимисә, америкиға импорт қилинидиған хитай товарлиридин 5.27 Пирсәнт тамоҗна беҗи елишни мәзмун қилған.
Қанун лайиһиси һазирғичә бир қанчә қетим кечиктүрүлди. Ахирқи пиланда 30 - сентәбиргичә авазға қоюлуши керәк иди. Лекин чарлиз шумир билән линдсей граһам җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси чарлиз граслей вә макс бавкуслар билән бирлишип, әгәр хитай хәлқ пулини тәңшимисә, қанун лайиһисини келәр йили оттуриға қоймақчи болди. Кеңәш палата әзаси чарлиз граслей, бу "хитайларға күчлүк бишарәт бериши мумкин"дәйду.
Кеңәш палата әзалириниң әскәртишичә, президент буш бу қанун лайиһисидин ваз кечип, малийә министири паулсенниң хитайни қайил қилишиға вақит беришни тәләп қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка малийә министири паулсен хитай зияритини ахирлаштурди
- Америка малийә министири паулсен хитайни зиярәт қилди
- Америка кеңәш палатаси хитай товарлириға җазалаш характерлик таможна беҗи қоюш қануни чиқиридиғанлиқини агаһландурди
- Америка малийә министири бейҗиң зияритидә хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә қистимақчи
- Америка машина запчаслири таможна беҗи һәққидә хитайни әрз қилмақчи