Хитай ташқи ишлар министирлиқи америкиниң 2007 ‏ - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди


2008.03.13

Америка ташқи ишлар министирлиқи 2007 ‏ - йиллиқ кишилик һоқуқ хатириси һәққидики доклатини елан қилип, мәзкүр доклатта өткән йил вә алдинқи йиллардикигә охшимайдиғинини, хитайни кишилик һоқуқ әһвали һәддидин ташқири дәриҗидә начар алдинқи 10 дөләт тизимликигә киргүзмигән вә буниң сәвәбиниң америка билән хитай оттурисидики кишилик һоқуқ диалогиниң әслигә келиватқанлиқидин қайнақланғанлиқини тәкитлигән иди.

Бирақ, хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң ахбарат ишханиси пәйшәнбә күни, америкиниң " кишилик һоқуқ доклати" ни қаттиқ тәнқид қилиш билән биргә, америкида кишилик һоқуққа хилап һәрикәтләрниң еғир дәриҗидә садир болуватқанлиқини оттуриға қойди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2007 ‏ - йиллиқ кишилик һоқуқ хатирисии тоғрисидики йиллиқ доклатниң хитайға аит қисми 139 бәтлик болуп, мәзкүр доклатта, хитай хәлқ җумһурийитиниң бир мустәбит дөләт икәнлики, болупму хитай компартийисиниң пүтүн һоқуқни игиливалған бир партийилик дөләт икәнлики алаһидә тәкитләнгән, болупму уйғур вә тибәткә охшаш хитай болмиған милләтләрниң мәдәний вә диний җәһәттә қаттиқ бастурулуватқанлиқи тилға елинған иди.

Доклатта йәнә, хитайниң уйғурларни бөлгүнчилик җинайити билән җазалаш, қәстән вә қанунсиз адәм өлтүрүш қилмишлирини садир қилиш һәрикәтлири тәнқид қилинғандин сирт, хитай һөкүмитиниң, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға зәрбә бериш мәқситидә униң пәрзәнтлирини түрмигә ташлиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләрму алаһидә тәкитләнгән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.