Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, бейҗиң олимпик йиғини хитайниң кишлик һоқуқ хатирисини тәкшүридиған яхши пурсәт икәнликини көрсәтти
2007.04.27
Җүмә күни хәлқара кәчүрүм тәшкилати келәр йили бейҗиңда өткүзилидиған олимпик йиғини хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә техиму көп диққәт-етибар җәлип қилиш ишлирини яхши пурсәт билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.
"Хитай өлум җазасини иҗра қилишта әң алдинқи қатарда туруп кәлди" дәйду бу тәшкилатниң баш катипи Irene Kahn мухбирларни көтивитилиш йиғинида. У йәнә, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси пәқәт өлум җазаси иҗра қилиш җәһәттә ипадиләнмәйдиғанлиқини, йәнә "олимпик роһи" ға мухалип келидиған пикир әркинликиниң боғулуши вә башқа мәсилиләрни өз ичигә алидиғанлиқини қошумчә қилди.
Франсийә агентлиқиниң 27 - април бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, бултур пүтүн дуня миқясида иҗра қилинған 1591 өлүм җазисиниң 1051си хитайда йүргүзүлгән болуп, рәсмий санлиқ мәлуматларға вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мөлчәригә қариғанда хитайда иҗра қилинған өлум җазаси 7 миңдин 8 миңғичә болуши мумкин икән.
Irene Kahn Хитайда парихорлуқ қилған кишиниң өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқини тәкитләп өткән. У йәнә мундақ дегән: "рошәнки хитай бесим астида."
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида дуняда йәнә нурғунлиған дөләтләрниң өлүм җазасини кемәйтиш йолиға қарап маңғанлиқи оттуриға қоюлған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шивитсийә ташқи ишлар министерликиниң 2006 - йиллиқ инсан һоқуқлири һәққидики доклати
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзди
- Америка һөкүмити 2006 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқи доклати елан қилди
- явропа иттипақи, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида җиддий қайғусини ипадилиди
- явропа комитети хитайға уйғурларниң вәзийитидин "қаттиқ әнсирәватқанлиқини" билдүргән
- яврупа иттипақи хитайни кишилик һоқуқни яхшилашқа чақирди
- Ли җавшиң, шветсарийә ташқи ишлар министири билән кишилик һоқуқ мәсилилири бойичә сөзләшти
- Фладелфийә тәкшүргүчиси гезити: хитайда кишилик һоқуқ йәнила назук мәсилә