Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди


2007.11.30

Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати хәлқара олимпик комитетини хитай даирилириниң мухбирларға тутқан әсәбий муамилисигә көз юмуш билән әйиблиди. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хәлқара олимпик комитети рәиси җакс рогеға язған хетидә "хитай даирилириниң келәр йили олимпик йиғиниға қатнишидиған миңларчә мухбирни бир тәрәп қилиш пилани түзүватқанлиқиға даир кишини "биарам қилидиған хәвәрләр" алғанлиқини тәкитлигән.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң баш катипи роберт менард, " шу нәрсә наһайити айдиңки, бейҗиң олимпик йиғинини тәшкиллигүчиләр вә хитай бихәтәрлик аппаратлири олимпик йиғинидин бурун вә олимпик йиғини җәрянида мухбирларни йеқиндин контрол қилиш қарариға кәлгән" дәп көрсәтти. Бу йилниң башлири бәзи мәтбуатлар хитай даирилириниң мәхсус учур амбири қуруп, хитай һөкүмитиниң мәнпәәтигә зит хәвәр беридиған чәтәллик мухбирларниң олимпик йиғиниға қатнишишини чәклимәкчи болуватқанлиқини илгири сүргән. Лекин хитай даирилири бу учур амбири чәтәллик мухбирларниң арқа көрүнүшини тәкшүрүш мәқситидә қурулғанлиқини рәт қилмақта.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилатидики роберт менард, хәвәрләрдики хитай һөкүмитиниң учур амбири қурғанлиқини вә хәлқара олимпик комитети бу мухбирларға салаһийәт бәргән тәқдирдиму, лекин хитай даирилириниң уларни рәт қилиш һоқуқини сақлап қалмақчи болуватқанлиқини тәкитлигән. Чегрисиз мухбирлар тәшкилати хетидә йәнә, рәһбәрликниң җ х министирлиқиға олимпик җәрянида намайиш қилиш еһтимали бар гуруһларни ениқлаш йолйоруқи чүшүргәнлики вә бу хитайға киридиған нурғун кишиләрни тосуп қойидиғанлиқини әскәртмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.