" Әнглийә шаһзадиси чарлиз олимпик мурасимиға қатнашмайду "


2008.01.28

Әнглийә шаһзадиси чарлиз бу йил хитайда өткүзилидиған олимпик йиғиниға бармайдиғанлиқини уқтурғандин кийин, хитай даирилири әнгилийә шаһзадисиниң олимпик йиғинини һәрқандақ шәкилдә байқут қелишиниң бир "адаләтсизлик" икәнликини оттуриға қойди.

Франсийә агентлиқида хәвәр қилинишичә, бейҗиң олимпик йиғини тәшкилләш комитетиниң баянатчиси ваң хуй: "биз техи шаһзадә чарлизниң байқут қилидиғанлиқини аңлимидуқ. Мениңчә, олимпикни байқут қилиш адаләтсиз бир қилмиш" дегән.

У йәнә, олимпик йиғининиң пәқәт хитайға әмәс, бәлки пүтүн дуняға тәвә икәнликини, шуңа уларниң шоариниң "бир дуня, бир ғайә" икәнликини оттуриға қойған.

Әслидә тибәткә азадлиқ тәшкилати әнгилийә шаһзадисигә мәктуп йоллап бу йил хитайда өткүзилидиған олимпик йиғинини байқут қилишини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, шаһзадиниң муавин хусусй катипи клайв алдетон тибәт һәрикити тәшкилатиниң мәктубиға җаваб йоллап, әнгилийә тәхт варисиниң бейҗиң олимпик йиғини ечилиш мурасимиға бармайдиғанлиқини уқтурған.

Хәттә мундақ дейилгән: " силәр әнглийә шаһзадисиниң 2008- йиллиқ бейҗиң олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнишидиған яки қатнашмайдиғанлиқини сорапсиләр, шаһзадә алийлири ечилиш мурасимиға қатнашмайду ."

Әнгилийә шаһзадиси чарлиз тибәт мәсилисигә әзәлдин йеқиндин көңүл болуп келиватқан болуп, у 2004- йили хан сарийида тибәтләрниң роһани даһийси далай ламани қобул қилған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.